Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
2007.05.24
Хитайниң гуаңши өлкиси бобәй наһийисидә йүз бәргән һөкүмәткә наразилиқ билдүрүш һәрикити давамлашмақта . Истансимизниң игилишичә, чаршәнбә күни бобәй наһийиси шахе йезилиқ һөкүмити 3 миңға йеқин йеза аһалиси тәрипидин қоршивелинған.
Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи вәқәдә тоқунуш йүз бәрмигән, әмма охшаш вақитта бобәйдин 100 километир йирақлиқтики руң шән зилаң йезисида сақчилар билән амма оттурисида қаттиқ тоқунуш мәйданға кәлгән һәмдә 10 нәччә адәм еғир дәриҗидә яриланған.
Бобәй наһийисидә йүз бәргән қалаймиқанчилиқ шуниңдәк һөкүмәтниң еғир җәриманә җазаси түпәйли, хитай деһқанлири тағ ичигә йошурунуш үчүн, муһим бисатлирини елип қачмақта икән. Шуймиң йезисидики 200 аһалиниң 100дин көпрәки аллиқачан башқа җайларға қечип кәткән.
Деһқанлар йәнә, һәр бир йезидин вәкил чиқирип, 20 дин артуқ кишини бейҗиң һөкүмити билән көрүшүш үчүн йолға салған.
Хитай ахбарат вастилири топилаң йүз берип бир һәптигичә бу һәқтә һечқандақ учур елан қилмиған болуп, шинхуа агентлиқи нөвәттә 28 кишиниң сақчилар тәрипидин тутуп турулуватқанлиқини ашкарилиди. Бирақ истансимизға телефун урған деһқанлар , сақчиларниң пәқәт шуймиң вә юңән йезилиридин аз дегәндә 300 гә йеқин адәмни тутуп кәткәнликини, чаршәнбә күни йәнә 100 гә йеқин адәмниң қолға елинип қоюп берилмигәнликини инкас қилди.(Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуаңши бобәйдики деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқи мәтбуатларда мулаһизә қилинмақта
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди
- Асия дөләтлиридики ишчилар, 1 - май әмгәкчиләр байрими күни намайишлар өткүзди
- Хитайдики җинсий тәңпуңсизлиқ вә җәмийәт зораванлиқиниң мәнбәси
- Чоңчиң шәһридә аял ишчилар кәң көләмлик наразилиқ намайиш елип барди
- Хитайда йәр-земин давасида тоқунуш йүз бәрди
- Шәрқи хитайда намайишчи амма билән сақчилар арисида кәскин тоқунуш болди