Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр


2007.05.30

Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, гуаңши җуаңзу аптоном районидики йүлин шәһириниң бобәй наһийисидә, һөкүмәтниң пиланлиқ туғут сияситигә нарази болған кәнт пуқралири 5 ‏- айниң 17 ‏- күнидин 20 ‏- күнигичә, бир нәччә кәнттә бирла вақитта зораванлиқ һәрикәт қозғап, кәң көләмлик қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, сақчилар билән тоқунушқан.

Башқилар билән алақә бағлап һәрикәт қозғиған 28 кишини сақчилар қолға алған. Әмма кәнт пуқралириниң б б с мухбириға ейтишичә, хитай һөкүмитиниң сақчилири кәнтләргә келип, һөкүмәткә тәләп қойғанлики адәмгә зәрбә бәргән, туталиғанни тутқан, уларниң торалғулирини чеқип мүлкини булиған.

Радиомизниң игилишичә, гуаңшида йүз бәргән пиланлиқ туғут тоқунуши һазирму давам қиливатиду. 5 ‏- Айниң 29 ‏- күни, руңшән наһийисиниң яңмей кәнтидә йәнә бирнәччә йүз кәнт пуқраси топлинип келип пиланлиқ туғут ишханисини қоршивалған.

Улар һөкүмәттин пиланлиқ туғут сәвәбидин хәлққә қойған җәриманини қайтурушни тәләп қилған. Бейҗиңдики хән йисүн қатарлиқ адвокатлар гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн һәқсиз мулазимәткә тәйяр икәнликини җакарлиған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.