Хитай деһқанлар "пиланлиқ туғут сиясити"гә қарши йәнә намайиш қилди
2007.05.31
31 - Май гуаңши өлкиси йүнлин шәһири тәвәсидики йәнә бир йезида, йүзлигән хитай деһқанлар "пиланлиқ туғут сиясити"гә қарши намайиш елип барди.
Хитай ахбарат васитилириниң мәлуматиға қариғанда, бу гуаңши өлкисидә бу айниң бешида пиланлиқ туғут сияситигә қариши йүз бәргән бир қатар наразилиқ намайишлириниң бир қисми болуп, намайишчилар һөкүмәт машинилириға от қойған.
Гуаңши өлкисиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан яңвей йезиси йүнлин шәһириниң руң шийән наһийисигә қарайду.
Бу йезида йүз бәргән намайиш җәрянида, нурғунлиған деһқанлар йезилиқ пиланлиқ туғут ишханисиниң алдиға йиғилип, бирдин ошуқ бала алдиң дәп йиғивелинған җәриманә пулларни қайтурушни тәләп қилған.
Нам - шәрипини ашкарилашни халимиған бир әмәлдар: " улар ишханиға бесип кирди, ишкапларни уруп чақти вә һөкүмәт машинисиға от қоювәтти" деди.
Мушу айниң 17 -, 20 - күнлири гуаңши өлкисиниң бобәй наһийисидә миңлиған амма хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши намайиш қилип, һөкүмәт бинасиға бесип киргән, машиниларни көйдүргән вә сақчилар билән тоқунушқан иди.
Бу қетимлиқ намайишта, йәттә адәм намайишқа йетәкчилик қилған дәп қолға елинған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Хоңкоңда тйәнәнмен вәқәсидә өлгәнләргә матәм билдүрүш йиғилиши өткүзүлди
- Гуаңшида пиланлиқ туғут сияситигә қарши кәйпият йәнила җидди
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңши бобәйдики деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқи мәтбуатларда мулаһизә қилинмақта
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди
- Асия дөләтлиридики ишчилар, 1 - май әмгәкчиләр байрими күни намайишлар өткүзди