Тәйвәндики гоминдаң партийисиниң рәһбири лйән җән ху җинтав билән учришиду


2005.04.19

Тәйвәндики гоминдаң партийисиниң баш катипи лин фиңҗиң, бейҗиңда гоминдаң рәиси лйән җәнниң чоң қуруқлуқ зияритини орунлаштурмақтикән. Лйән җәнниң бейҗиңдики зиярәт күнтәртипи чаршәнбә күни елан қилиниду.

Бәзи мәтбуатларниң ашкарилишичә, хитай дөләт рәиси ху җинтав лйән җән билән 29 - априлда учрушидикән. Лин фиңҗиң, сәйшәнбә күнгә қәдәр бейҗиңда хитай дөләт кабинтиниң тәйвән ишлар ишханиси мудири чин йүнлин билән, лйән җәнниң зиярәт күнтәртипини орунлаштурған. Лйән җән хитайдики сәпиридә нәнҗиң, бейҗиң, шиән вә шаңхәй қатарлиқ җайларни зиярәт қилиду. У, ху җинтав билән учришиш билән биргә бейҗиң университетида нутуқ сөзләйдикән.

Лин фиңҗиң, лйән җәнниң зиярәт җәрянида компартийә билән келишим имзалаш яки имзалимайдиғанлиқини ашкарилимиди. Әмма тәйвәндә һакимийәт бешидики демократийә тәрәққият партийиси, сәйшәнбә күни "тәйвәндики һәр қандақ бир сияси партийиниң бир җоңго принсипини қобул қилиш шәрти астида чоң қуруқлуқни зиярәт қилишиға" шундақла " һөкүмәтниң рухситисиз бейҗиң тәрәп билән тәйвәнниң игилик һоқуқиға ятидиған мәсилиләр бойичә сөһбәт елип беришиға қарши туридиғанлиқини" җакарлиди.

Тәйвән иттипақиниң парламентидики партийә гурупписи, тәйвәнниң сабиқ президент вә муавин президентлирини өз ичигә алған юқири дәриҗилик әмәлдарларниң хитай чоң қуруқлуқини рухсәтсиз зиярәт қилишини чәкләш тоғрисида қанун тәклип лайиһиси бәргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.