Америка алимлири тәйвәнниң хитай билән келишим түзүшигә қарши чиқти


2005.05.01

Тәйвәндики гоминдаң партийисиниң рәиси лйән җән чоң қуруқлуқни зиярәт қилип, компартийиниң баш секритари ху җинтав билән көрүшкәндин кейин, тәйвән сиясәтчиләр қатлимидила әмәс, һәтта америкидики бир қисим күзәткүчиләр арисидиму сәлбий инкаслар қозғалған. Бир қисим америка сиясийонлири тәйвәнниң хитай билән келишим түзүшиниң намувапиқ икәнликини көрситишкән.

"Улуғ ера" гезитиниң хәвәр қилишичә, сабиқ америка президенти никсонниң нутуқлирини язғучи, калифорнийидики пепердинә университетиниң профессори бурс һерсченсон калифорнийидә өткүзүлгән бир мурасимда нутуқ сөзләп, тәйвәнниң тарихий тәҗрибиләрни йәкүнләп, мустәбитләр билән сөһбәт өткүзишниң пәқәт өзиниң аҗизлиқини ипадиләш икәнликини әскәрткән. У әркинликни, тинчлиқни сөйгән киши мустәбитләр билән сөһбәт өткүзмәслики керәк дәп көрситиш билән биргә өзиниң узун йиллардин буян икки қирғақ мәсилисини көзитиш арқилиқ хитай коммунистлириниң қара нийитини биливалғанлиқини, тәйвән сиясәт қатлимидики һәр қандақ кишиниң чоң қуруқлуқни зиярәт қилип, келишим түзүшиниң тәйвәнниң бихәтәрлики үчүн тәһдид елип келиши мумкинликини агаһландурған.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.