"Төт кишилик гуруһ" ниң бири җаң чүнчяв өлгән
2005.05.10
Хитай компартийисиниң сабиқ рәиси мав зедоңниң аяли җаң чиң йитәкчиликидики " төт кишилик гуруһ" ниң бири җаң чүнчяв рак кесили сәвәбидин өткән айда өлгән. Бу хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқи җаң чүнчявниң өлүмини тунҗи қетим тилға елиши болуп һесаблиниду.
Илгири бәзи мәтбуатлар җаң чүнчявниң 1991 - йили өлгәнликини хәвәр қилған иди. Әмма хитай һөкүмити җаң чүнҗявниң өлгәнлики тоғрисидики хәвәрләргә һазирға қәдәр инкас қайтурмиған. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җаң чүнчяв 4 - айниң 21 - күни өлгән. Әмма шинхуа ахбарат агентлиқи униң өлүмини немә үчүн әмди елан қилғанлиқини чүшәндүрмигән.
Җаң чиң башчилиқидики "төткишилик гуруһ" 1976 - йилдики сияси өзгириш билән ағдурулди. Улар 80 - йилларниң башлирида өлүм җазасиға һөкүм қилинип, кейин муддәтсиз қамақ җазасиға өзгәртилгән. Җаң чиң 1991 -йили 5 - айда өливалди. Ваң хоңвен 1992 - йили өлгән. яв венйүән " төт кишилик гуруһ" ниң ичидики һазирға қәдәр яшаватқан бирдин бир киши. У, 1996 - йили қоюп берилгән. Җаң чүнчявға берилгән өлүм җазаси 1983 - йили муддәтсиз қамақ җазасиға өзгәртилгән, кейин 18 йилға қисқартилған иди. (Әркин)