Йәршари характерлик иссип кетиш хитайда ғәлитә һава килимати һасил қилмақта
2007.07.30
30 -Июл дүшәнбә күни, хитай һаварайи алдин мәлум қилиш тармақлири шаңхәйниң бу йил әң иссиқ язни бешидин кәчүридиғанлиқини мәлум қиливатқан пәйтләрдә хитайниң башқа җайлирида қурғақчилиқ вә су апәтлири йүз бәрмәктә иди.
30 -Июл күни, франсийә агентлиқи шаңхәй гезитидин нәқил елип көрситишичә, шаңхәй шәһириниң алдинқи икки күнлүк әң юқири температуриси 39.6 Селсийә градусқа өрләп, тарихтики әң юқири чәккә йәткән.
Җуңго гезитиниң хәвәр қилишиға қариғанда, хитайниң башқа җайлирида қурғақчилиқ вә кәлкүн апәтлири изчил һалда тәһдит сүпитидә мәвҗуд болуп туруватқан болуп, хитай мутәхәссисләр буни йәршари характерлик иссип кетиш һадисиси кәлтүрүп чиқарған дәп оттуриға қоюшмақта.
Шуниңға яндашқан һалда, һазир уйғур елиниң алтай районида уда нәччә он күн давамлашқан қурғақ килиматниң тәсиридә, алтай вилайити тәвәсидики улүнгүр дәрясида бир айдин буян су тохтап қелиш һадисиси келип чиққан.
Тәңритағ тори 30- июл бу һәқтә бәргән хәвәрдә мәзкур "дәря бойиға җайлашқан 350 миң мо йәрдики етизда һосул кемийип кетиш вәзийити муқимлишип қалди" дәп көрситилгән болуп, мәлум болушичә, улүнгүр дәря вадисиға җайлашқан бурултоқай наһийисидә тарихтин буянқи әң еғир қурғақчилиқ һадисиси көрүнгән.
Униң әксичә, алдинқи һәптә уйғур елиниң ғәрбий қисмида еғир кәлкүн апити көрүлүп 90 адәм җенидин айрилған , 20 нәччә адәмниң изи-дерики болмиған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики чоң дәряларда су йүзи төвәнләп кәтти
- Хитай вә һиндистандики булғиниш дуня һаварайиға тәсир көрсәтмәктә
- Йәршари характерлик иссип кетиш һадисиси хитайға еғир тәсир көрситиши мумкин
- Хитай йәр шари келиматиниң иссип кетишидин қаттиқ әндишә қилмақта
- Хитайниң 3/1 қисим җайи кеслаталиқ ямғурниң тәсиригә учримақта
- Хитайда мәйданға кәлгән кәлкүндә 170 киши өлди
- Хитай аләм кемиси "муқәддәс - 6 " йәр йүзигә қайтип кәлди
- Бу йил ичидә хитай бойичә 1247 адәм кәлкүн апитидә өлди