Йәттә дөләтниң сақчи идарә мәсуллири, терорчилиққа қарши туруш һәққидә музакирә елип барди


2004.11.23

Хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, түркийә вә өзбекистан қатарлиқ йәттә дөләтниң пайтәхтлик сақчи идарисиниң мәсуллири, 23 - ноябир күни бейҗиңда өткүзүлгән хәлқара террорчилиққа қарши өз - ара һәмкарлишиш йиғиниға қатнашти.

Бу қетимқи йиғинни, бейҗиң шәһәрлик сақчи идариси уюштурған болуп, бейҗиң шәһәрлик сақчи идариси башлиқиниң тонуштурушичә, һәр қайси дөләтләрниң иқтисаий, мәдәнийәт алмаштурушиниң чоңқурлишишиға әгишип, районниң бихәтәрликиму, һәмкарлишишқа аит муһим хизмәтләрниң биргә айланған.

Бу қетимқи йиғинда йәттә дөләтниң сақчи даирлири, террорчилиққа қарши туруш күриши һәққидә музакирә елип бериш билән биргә чегра атлап җинайәт өткүзүш, чоң типтики паалийәтләрниң бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләр үстидиму пикир алмаштурған.

Бейҗиң шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи йәнә, 2008 - йили бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишниң бейҗиң сақчилири баш тартип болмайдиған мәсулийәтләрниң бири икәнликини шуниң билән бир вақитта һәр қайси дөләтләрниң қоллишиға муһтаҗ икәнликини билдүргән.

Икки күн давамлишидиған бу йиғинда йәттә дөләтниң сақчи даирилири, дөләт һәмкарлиқиға аит бирләшмә һөҗҗәткә қол қойидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.