Хитай, һиндистан вә русийә ташқи ишлар министирлиқиниң йиғини өткүзүлиду
2005.05.31
Хитай, русийә вә һиндистан қатарлиқ дөләтләр ташқи ишлар министирлиқиниң үч тәрәплимилик йиғини, 2 - июнда русийиниң йирақ шәрқ районидики владивисток шәһиридә чақирилиду.
Франсийә ахбарат агентлиқи, йиғинниң асаси күнтәртипи ениргийә мәсилисигә мәркәзлишидиғанлиқини илгири сүрди. Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, иқтисади игилики тез тәрәққий қиливатқан һиндистан билән хитай, русийиниң сибирийә районидики нефит вә тәбий газ записиға еришишни үмид қилидикән. Русийә һазирға қәдәр нефит мәһсулатиниң 80 ٪ ни явропаға сатиду. Һиндистан, русийә вә хитай қатарлиқ үч дөләт ташқи ишлар министирлири илгири көп қетим сөһбәт өткүзгән болсиму, әмма бу сөһбәтләр б д т да яки район характерлик йиғинлар арлиқида елип берилған.
Бу қетим үч тәрәплимилик сөһбәтниң мәхсус владивистокта чақирилиши тәрәпләрниң диққитини қозғимақтикән. Һиндистан, хитай вә русийә қатарлиқ үч дөләтниң сөһбәт миханизими қуруш тәклипини 1990 - йилларда сабиқ русийә ташқи ишлар министири примаков оттуриға қойған иди. Әйни чағда у хитай, һиндистан қатарлиқ дөләтләр билән бирлишип, америкиға тақабил турушни пиланлиған. юқириқи үч дөләт бу қетимқи йиғин арқилиқ хәлқара тәсирини мустәһкмләшни ойлисиму, әмма көзәткүчиләр, юқириқи үч дөләт оттурисидики ихтилаплар вә риқабәт, улар арисидики һәмкарлиқ роһидин чоңқур, дәп көрсәтмәктә. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән йиғинни интайин муһим учрушуш, дәп әскәртти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити "террорчилиққа қарши күрәш" тә өзбекистан билән бир сәптә икәнликини билдүрди
- Хитай билән һиндистан рәһбәрлири йеңи деһлида бир қатар келишимләргә қол қойди
- Хитайниң баш миниситири вен җябав, һиндистандики 4 күнлүк зияритини башлиди
- Вен җябав, җәнубий асиядики зияритидә далай лама вә чегра мәсилисини музакирә қилиду
- Хитай, йеңи қирғизистан һөкүмитиниң давамлиқ "террорчи" ларға зәрбә бериштә һәмкарлишишини үмид қилиду