Путин билән вен җябав икки тәрәп мунасивитини күчәйтиш мәслисидә сөһбәтләшти


2005.10.26

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш министирлар йиғини мәзгилидә, русийә президенти виладимир путин хитай баш министири вен җябав билән москвада учришип, икки дөләт мунасивитини күчәйтиш мәсилисидә сөһбәтләшти.

Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, икки тәрәп рәһбәрлири сөһбәт җәрянида йәнә, икки дөләт оттурисидики бу йиллиқ сода соммисиниң улар пиланлиған 28 милярд америка доллардинму көп болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Чаршәнбә вә пәйшәнбә икки күн давам қилған мәзкур йиғинға, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ 6 дөләтниң баш министирлири қатнашқан болуп, буниңға йәнә, пакистан, иран, һиндистан вә моңғолийә вәкиллириму көзәткүчи салаһийити билән қатнашқан.

Бу йиғинда бихәтәрлик мәсилиси йәнила музакирә қилинидиған муһим тема болидикән. Әнглийә б б с радио телевизийә ширкити хәвиридә, өзбекистан вә қирғизистанда йеқинқи бир нәччә ай ичидә йүз бәргән өктичи паалийәтләрниң, хитай вә русийини әндишигә салғанлиқини, чүнки хитай һөкүмити уйғурларниң мустәқиллиқ күчидин әнсирисә, русийиниң чечәнләрдин әндишә қилидиғанлиқини язған.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати оттура асияда америкиниң күчигә тақабил туридиған күч болушни халайду. Бу йил 7 - айда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәтта, америкиниң өзбекистан вә қирғизистандики һәрбий базисини чекиндүрүп чиқип кетишни тәләп қилған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.