Русийә, хитай вә оттура асия җумһурийәтлириниң дөләт мудапиә министирлири бейҗиңда җәм болди


2006.04.25

Русийә вә оттура асиядики 4 җумһурийәтниң дөләт мудапиә министирлири сәйшәнбә күни аталмиш террорлуқ, диний әсәбийлик вә бөлгүнчилик мәсилисини музакирә қилиш үчүн бейҗиңда җәм болди.

Хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси чин гаңниң әскәртишичә, шаңхәй гуруһиға әза дөләтләр мудапиә министирлири чаршәнбә күни "үч хил күчләр" билән күрәш қилиш мәсилиси үстидә музакирә елип баридикән.

Чин гаң сәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида " йиғин җәрянида министирлар район бихәтәрлики вә үч хил күчләргә қарши қандақ күрәш қилиш мәсилисини музакирә қилиду " деди. Униң әскәртишичә, хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән йиғинға риясәтчилик қилидикән. Хитай һөкүмити, охшимиған көз қараштики сиясий , диний затларни, өктичиләрни вә шәрқий түркистан дөлити қуруш тәрәпдарлирини " диний әсәбий, бөлгүнчи вә террорчи " дәп әйиблимәктә. Лекин франсийә ахбарат агентлиқи көзәткүчиләрниң шаңхәй гуруһини америкиниң афғанистан уруши җәрянида күчәйгән райондики тәсиригә қарши баланисни сақлаш үчүн қурулған, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Шаңхәй гуруһи 1996 - йили русийә, хитай, таҗикистан, қирғизистан, қазақистанлар тәрипидин қурулған вә өзбекистан бу органға 2001 - әза болди. Шаңхәй гуруһи 2005 - йили майда өзбекистан һөкүмитиниң әнҗандики намайишни бастуруш һәрикитини қоллиған болсиму, лекин бу ғәрб әллири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң шиддәтлик тәнқидигә учриди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.