Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини чаршәнбә күни башлиниду


2006.06.13
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бейҗиң һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини өткүзүлидиған меһманханиниң әтрапиға нәччә йүз кишилик сақчи қисимлирини орунлаштурди вә йиғин ечилидиған районда чоң йолға қарайдиған қәвәтлик биналарниң деризилирини пүтүнләй тақиди.

Хәвәрләргә қариғанда, шаңхәйниң луҗязи сода районидики чоң йоллар, йәр асти пойиз вә тонилларда қатнаш тохтайдикән. Мәктәп вә һөкүмәт органлирини йиғин ахирлашқичә тақаш тәләп қилинған.

Йиғинға иран президенти махмуд әхмәдиниҗад иштирак қилиду. Хитай йиғинда иран ядро мәсилисиниң музакирә қилинмайдиғанлиқини билдүрмәктә. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш секритари җаң дегуаң бейҗиңда мухбирларға иранни има қилип, "әгәр биз уларниң террорлуқни қоллиғанлиқиға ишәнгән болсақ йиғинға тәклип қилмиған болаттуқ" дәйду.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң низамнамисида "йеңи хәлқара сиясий вә иқтисадий тәртип" бәрпа қилиш пикри оттуриға қоюлған. Камбириҗ универиситетиниң профессори дәйвид холлниң әскәртишичә, "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати кеңәйсә, дуняниң әң зор нефит, тәбий газ вә ядро күч парчисини контрол қилидиған органға айлиниши мумкин" .

Америка бихәтәрлик сиясити мәркизи, мәнгис йерим шар бихәтәрлик программисиниң директори кристофир бровен, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини "америка илгири йолуқуп бақмиған наһайити хәтәрлик тәшкилат" дәп атиди. Хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини NATO ға охшаш һәрбий тәшкилат әмәс, дәп җакарлиған болсиму, лекин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин бери тунҗи қетим 2003 - йили уйғур аптоном районида һәрбий манивер елип барғандин тартип һазирғичә бир қанчә қетим һәрбий манивер уюштурған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.