Тәйвән мәмурий мәһкимиси америка билән болған һәрбий содисини мақуллиди


2005.03.16

Хитай "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни мақуллап 48 саәттин кейин, тәйвән мәмурий мәһкимиси чаршәнбә күни тәйвәнниң америкидин 15 йерим милярд доллири қиммитидә һәрбий әслиһәләрни сетивелишини мақуллиди. Бу сан әсли лайиһидә оттуриға қоюлған санниң 1/4 қисмиға тоғра келидикән.

Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи өткән йили декабирда хитайниң тәһдитигә тақабил туруш вә тәйвәнниң дөләт мудапиәсини күчәйтиш үчүн америкидин қорал сетивелиш тәләп қилинған бу лайиһини оттуриға қойған иди. Бу лайиһә әмди парламентниң мақуллишиға сунулидикән.

Әгәр бу лайиһә мақулланса, тәйвән бу һәрбий хираҗәт билән америкидин 6 данә башқурулидиған бомбиға қарши системиси, 8 данә су асти парахоти вә су асти парахотиға зәрбә бәргүчи айрупиланларни сетивалидикән. Әмма парламентта чен шүйбйәнниң демократийә илғарлиқ партийисигә қарши болған гоминдаң вә чинминдаң партийсидикиләр көп санлиқни игилигәчкә, анализчилар бу лайиһиниң парламенттин өтишигә гуман билән қаримақта.

Бу арида тәйвән президенти чен шүйбйән, хитай хәлқ қурултийи йеқинда мақуллиған "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ға наразилиқ билдүрүп, хитайниң өз алдиға чиқиривалған таҗавузчилиқ характердики бундақ қануниниң пәқәт икки қирғақ вәзийитини техиму җиддийләштүридиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.