Хитай, һәрбий қурулушиниң асия бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини рәт қилди
2005.06.07
Бейҗиң һөкүмити, хитай һәрбий күчиниң тәрәққияти асияға тәһдит селиватқанлиқини тәкитлигән америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфилдниң сөзлирини " пүтүнләй асассиз" дәп әскәртип, җоңгониң һәрбий күчләр тәрәққияти земин пүтүнликини қоғдашни чиқиш қилған, дәп ақлиди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчавниң тәкитлишичә, хитайниң һәрбий хам чотидики көпийиш һәрбийләрниң турмуш шараитиини яхшилашни мәқсәт қилидикән. Лю җйәнчав, сәйшәнбә күни хитай һәрбий хам чотиниң көпийишини ақлап, "хәлқара вәзийәттики өзгүрүшләр шундақла дөләтниң бирлики вә земин пүтүнликини қоғдашни көздә тутқанда, җоңгониң бир қисим қорал - ярақлар вә әслиһәләрни сетивелишкә иһтияҗи бар," деди.
Әмма рамсфилд өткән шәнбә күни сингапорда хитайлар һәрбий хам чотни тез көпәйтип , илғар қоралларни кәң көләмдә сетивалмақта, дәп тәкитлигән. Рамсфилдниң билдүрүшичә, хитайниң һәрбий хам чоти америка билән русийидин кейин дуня бойичә 3 - орунда туридикән.
Әмма лю җйәнчав, "җоңго һәрбий хам чотини зор миқтарда ашуруш иқтидариға игә әмәс," дәп көрсәтти. Униң тәкитлишичә, хитай 2004 - йили һәрбий селинмиға 25 милярд доллар хәҗлигән. Әмма америкидики илмий тәтқиқат орни ранд ширкитиниң пәрәз қилишичә, хитайниң әмилийәттики йиллиқ һәрбий хам чоти 69 милярд доллардин 78 милярд долларға баридикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мудапиә министири, хитайни асия бихәтәрликидики җидди мәсилә, дәп көрсәтти
- Пен тагон: хитайниң һәрбий күчини күчәйтиши тәйвәнниң бихәтәрликигә тәсир көрситиду
- Америка доклатида, хитайниң америкиға қаратқан җасуслуқ һәрикәтлириниң тәһдитини мөлчәрлиди
- Хитай 10 йилниң ичидә башқурулидиған бомбилирини техиму көпәйтиши мумкин
- Хитайдики милләтчилик учқунлири америкида әндишә яратмақта