Хитай һәрбий хамчот мәсилисидә америкини қопаллиқ билән әйиблиди


2006.08.17

Хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики вәкили ша зукаң, пәйшәнбә күни җәнвә шәһиридә бәргән баянатида, америка, хитайниң һәрбий хамчоти мәсилисидә ағзини юмуши керәк, деди.

Б б с радиосиниң, америка һөкүмитиниң күнсери көпийиватқан хитайниң һәрбий хамчоти һәққидики әндишилири тоғрисидики бир суалини җавабландурған ша зукаң, дипломатийә қаидилирини бир тәрәпкә қайрип қоюп, хитайниң нопуси америкидин бәш-алтә һәссә көп. Америкиниң һәрбий хамчоти пүтүн дуня дуләтлириниң һәрбий хамчотиниң йеримиға тәң келиду. Шуниң үчүн америка бу мәсилидә хитайни әйиблимәй, ағзини юмуп турса яхши болиду, дегән.

У шундақла, тәйвән мәсилсидиму наһайти қаттиқ тәләппузда сүз қилип, тәйвәнгә ким ярдәм қилишидин қәтинәзәр, тәйвән мустәқиллиқини елан қилса, хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилидиғанлиқини билдүргән.

Хитай һәрбий хамчотиниң күнсери көпийиватқанлиқи, америка һәмдә хитайниң қошнилирини биарам қилмақта. Бу йил март ийида хитай хәлқ қурултийи һөкүмәтниң 2006 ‏- йиллиқ һәрбий хамчотини 7,14 пирсәнт көпәйтиш пиланини мақуллиди.

Гәрчә хитайниң 2006‏- йиллиқ һәрбий хамчоти америкиниңкигә селиштурғанда, наһайити аз көрүнсиму, әмма америка мудапиә минстирлиқи, хитайниң һәрбий хамчотиниң, хитай һөкөмити тәрипидин елан қилинғандин икки-үч һәссә көп икәнликини билдүрмәктә. Хитай һөкүмити 2006‏- йиллиқ һәрбий хамчотини 35 милярд доллар көрсәткән. Америкиниң бир йиллиқ һәрбий хамчоти болса, 419 милярд долларға йетиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.