Сәншидә зәһәрлик қоңур һәрә 36 адәмни чиқип өлтүргән, 700 дин артуқ адәмни яриландурған
2006.01.05
Сәнши өлкиси әнкаң районида, зәһәрлик қоңур һәриниң кишиләргә һуҗум қилиш һадисиси йүз берип, 36 адәм өлгән, 715 адәм яриланған.
Шинхуа агентлиқиниң 5 - январ күни бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, сәнши өлкисидә зәһәрлик һәриниң кишиләргә һуҗум қилиш вәқәси көп қетим йүз бәргән болуп, өлүм вә зәһәрлинишни кәлтүрүп чиқиридиған бу зәһәрлик қоңур һәрә, африқа қитәси яки америка қитәсидин кәлгән " адәм өлтүргүчи һәрә" икән.
Зәһәрлик қоңур һәрә, асасән хитайниң хебей, шәндуң, лявниң, хейлуңҗяң, җяңсу, җеҗяң қатарлиқ өлкилиридә көп учрайдикән.
Бу хил зәһәрлик қоңур һәрә көрүнүштә қорқунучлуқ көрүнмисиму, әмма униң қуйруқ қисмида адәм өлтүридиған зәһәр болуп, зәһәр терә ичигә кириши билән, нерва вә қан томурларни зәһәрләп, адәмни 24 саәт ичидә өлтүрүп қойидикән.
Хитай орманчилиқ идарисиниң мәсули, җиддий тәдбир елип, бу һадисиниң қайта йүз беришиниң алдини елишни тәкитлигән.
Мутәхәссисләр, зәһәрлик қоңур һәрә һадисисини, 1 - дин һәриниң паалийәт райони һуҗумға учриғанлиқтин, 2 -дин һәриниң гирим буюмлиридин һасил болған пураққа сезимчанлиқи күчийип, гирим ишләткән кишиләргә һуҗум қилишидин, 3 - дин деһқанчилиқ дорилирини көп ишлитиш қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин мәйданға кәлгән болуши мумкин дәп қарайдикән.
Өткән бир йил ичидә хитайда йүз бәргән һәр хил тәбиәт һадисилиридә 2400 адәм қаза қилған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда қуш зукам вируси билән юқумланған 6 - киши байқалди
- Хитайда адәмләрниң қуш зукам вируси билән юқумлиниш вәқәсидин йәнә бири байқалди
- Хитайда йәнә бир киши қуш зукими билән өлди
- Хитайдики икки җайда йәнә йеңидин қуш зукими вируси байқалди
- Б д т хитайниң қуш зукими кесилигә болған назаритиниң йетәрлик әмәсликини ейтти