Һиндистан билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәкчи
2004.12.29
Хитайда зиярәттә боливатқан һиндистан армийисиниң баш шитаб башлиқи генерал н с виҗ чаршәнбә күни хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчуән билән көрүшүп, икки тәрәп һәрбий һәмкарлиқини техиму күчәйтишкә келишкән.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, сав гуаңчуән учришиштин кейинки мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитайниң һиндистан билән дөләт мудапиә, бихәтәрлик вә икки тәрәп оттурисидики һәрбий мунасивәтни техиму юқири бир балдаққа көтүрүшни халайдиғанлиқини билдүргән.
Хитай һиндистанниң ядро риқабәтчиси пакистан билән мунасивити қоюқ болуп, хитай һәтта пакистанни қорал билән тәминләйдиған асаслиқ дөләт һесаблиниду. Әмма хитай даирилири һиндистан билән болған һәрбий һәмкарлиқниң хитай-пакистан мунасивәтлиригә тәсир йәткүзмәйдиғанлиқини қайта әскәртти.
Нурғун сиясий анализчилар хитай билән һиндистан оттурисидики мунасивәтниң яхшилинишқа қарап маңидиғанлиқини лекин бөсүш характерлик чоң өзгириш йүз бәрмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистан армийисиниң баш шитаб башлиқи хитайни зиярәт қилди
- Һиндистан кәшмирдин қошун чекиндүрүшкә башлиди
- Исмайил тиливалдиниң һиндистанға қилған зиярити вә хитай һиндистан мунасивити
- Һиндистан хитай әлчиханисиниң әтрапидики бихәтәрликни күчәйтти
- Йәттә дөләтниң сақчи идарә мәсуллири, терорчилиққа қарши туруш һәққидә музакирә елип барди
- Ху җиңтав APEC йиғинида буш билән көрүшиду