Хитай һөкүмити өктичи пиң миңгә муддәтсиз қамақ җазаси бәрди
2005.10.13
Хитайниң сичүән өлкиси вухән шәһәрлик оттура сот мәһкимиси чаршәнбә күни хитайдики атақлиқ өктичи паалийәтчиси пиңмиңни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди.
Пиңмиңниң сиңлисиниң радиомизға билдүрүшичә, вухән шәһәрлик оттура сот уни " террорлуқ паалийәтләрни тәшкилләш вә йетәкләш" җинайити билән әйибләп, муддәтсиз қамақ җазаси бәргән һәмдә униң сиясий һоқуқини өмүр бойи елип ташлиған.
Хитайниң әйибнамисидә, пиң миң 2001 - йилидин башлап интернеттә мақалә елан қилип, шундақла "демократийә қурулуши" дегән китабни йезип, қорал күчи билән компартийә һакимийитини өрүп ташлашни тәшвиқ қилған дәп көрситилгән. Униңда йәнә, пиңмиң башқиларни ишқа селип һөкүмәт әмәлдалирини гөрүгә елишқа урунуп мәғлуп болған дейилгән.
Пиңмиңниң һөкүми елан қилинғанда, униң адвокати вә аилисидикиләр йенида бар болуп, һөкүмдин кейин у өзиниң қайта юқириға әрз сунмайдиғанлиқини билдүргән. Чүнки пиңмиңниң қаришичә, хитай әдилийә даирилириниң уни бермидин хитайға қайтуруп келиши қанунсиз болуп, уни қарилайдиған сәвәблириму йитәрлик әмәс, сот җәряниму мувапиқ әмәс, уларниң адиллиқидин еғиз ечиш мумкин әмәс икән.
Игилишимизгә қариғанда, пиң миң хитайдики атақлиқ өктичи паалийәтчи болуп, у илгири бейҗиңдә "хитай тәрәққият бирләшмиси" ни қурған. Униң йәнә хитайда сиясий түзүлмә ислаһати елип бериш һәққидә өзгичә көз қарашлири бар икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни өлүм җазаси һәққидики ислаһатини тезлитишкә чақирди
- Хитайда өлүм җазасини тәдбиқлаш һоқуқини али сот өткүзүвалиду
- Хитай зәһәрлик чекимликкә қарши туруш күни мунасивити билән мәмликәт бойичә өлүм җазаси иҗра қилди
- Хитай 2004 - йилда өлүм җазаси иҗра қилиштики рекортини сақлап қалди
- Бейҗиң һөкүмити өлүм җазасини бикар қилиш бесимиға дуч кәлди