Хитай , хоңкоңдики димократик затларниң шаңхәйни зиярәт қилишини рәт қилди
2004.08.29
Хитай даирилири , хоңкоң парламентидики димократик затларниң бири болған лу җигваңниң хитай чоң қуруқлиқиға киришини рәт қилди .
Хитай чигра башқуруш даирилири , лу җигваңни шәнбә күни шаңхәй айдурумидин қайтуривәткән .Лу җигваң бейҗиң даирилиригә қарши хоңкоңдики өктичи сияси партийә - димократлар партийәсиниң парламент әзаси . Лу җигаңниң хоңкоңға қайтип кәлгәндин кейин билдүрүшичә , хитай чигра башқуруш даирилири лу җигваңға униң хитайға кириши чәкләнгәнликини билдүрүп , униң хитайға кириши пайдисиз дәп қарайдиғанлиқини билдүргән . Лу җигваң , хоңкоңдики иҗдимаи паалийәтчиләрниң хитай чоң қуруқлиқидики тәкшүрүш паалийитигә қатнишиш үчүн маңған иди .
Димократлар партийәси вәқәдин кейин баянат елан қилип , хитай мәркизи һөкүмети хоңкоң алақилишиш башқармисиниң илгири лу җигваң хитайға баримән дисә болиду дигәнликини елан қилди . Хоңкоңдики парламент сайлимиға икки һәптә қалди . Мутләқ көпчилик күзәткүчиләр , хоңкоңлиқларниң бу қетимқи сайламни хоңкоң димократийәсиниң күчини өлчәйдиған синақ дәп қараватқанлиқи , бейиҗиңниң қоллишидики хоңкоң мәмури район әмәлдари доң җийәнхва үчүнму синақ болуп қалидиғанлиқини илгири сүрмәктә . Хоңкоң ихтисадиниң йеқинқи йиллардин бери арқиға чекиниши доң җийәнхваниң хәлқ ичидики абройиға тәсир йәткүзгән . Хоңкоңлиқлар бу йил 7 - айда нәччә он миң кишилик намайиш өткүзүп , мәркизи һөкүмәтниң 2007 - йилғичә хоңкоңда омуми сайлам елип бармайдиғанлиқини әйиплигән иди . (Әркин)