Хоңкоңда 60 миң кишилик намайиш өткүзүлди
2005.12.04
Хоңкоңда йәкшәнбә күни нәччә он миң киши кочиға чиқип тинч һалда намайиш өткүзүп, һөкүмәттин демократийини кеңәйтишни тәләп қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, намайишқа аз дегәндә 60 миңға йеқин киши қатнашқан болуп, улар лозункиларни көтүрүп, һәр хил шуарларни товлап, һөкүмәттин хәлққә, хоңкоң рәһбәрлирини вә парламент әзалирини бивастә сайлап чиқиш һоқуқини беришни тәләп қилди.
Гәрчә хоңкоңлуқлар омумйүзлүк демократийини әмәлгә ашурушни тәләп қилип кәлгән болсиму, әмма бейҗиң даирилири хоңкоң сиясий ислаһат мәсилилиридә хоңкоңлуқларниң өз қарарини чиқиришини халимай кәлди. Хитай 1997- йили хоңкоңниң игидарчилиқ һоқуқини әнгилийидин қайтуруп алған болуп, әнглийә мустәмликә һөкүмдари болуш сүпити билән, хоңкоңлуқларниң демократик сайлам елип беришиға йол қоймиған иди.
Буниңдин икки йил бурунму , хоңкоңда 50 миң кишилик демократик намайиш өткүзүлүп, хитайниң рәһбәрлик қатлимида чоң өзгириш пәйда қилған. Һәмдә шу сәвәбтин хоңкоң алаһидә мәмурий район һөкүмити һакимийәтни ағдурушқа қарши туруш қанун лайиһисини қайтурувелишқа мәҗбур болған иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң билән хоңкоң демократлири арисида елип берилған сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашти
- Райис: хоңкоңниң сияси тәқдирини хоңкоңлуқлар һәл қилиши керәк
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хоңкоң парламентидики демократик күчләрниң вәкиллирини күтүвалди
- Америка парламентиниң рәһбәрлири хоңкоңдики сиясий ислаһаттин үмидсизләнди
- Сәншида такси шопурлири иш ташлиди