Хитай америкини хоңкоң мәсилисидин йирақ турушқа агаһландурди
2005.12.06
Америка ташқи ишлар министирлики дүшәнбә күни хоңкоңда демократик сайлам елип беришкә аваз қошудиғанлиқини елан қилғандин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқи сәйшәнбә күни америкини хоңкоң мәсилисидин йирақ турушқа агаһландурди.
Йәкшәнбә күни хоңкоңда миңлиған - он миңлиған намайишчилар йиғилиш өткүзүп, омуми сайлам вақит җәдвили елан қилишни тәләп қилған. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси адам әрәлий, америка " хоңкоң пуқралири демократийигә тәйяр болди, дәп қарайду шундақла омуми сайлам вақит җәдвилини қанчә тез елан қилса, шунчә яхши икәнликигә ишиниду," дәп тәкитлигән.
Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң сәйшәнбә күни елан қилған баянатида, " хоңкоң мәсилиси җоңгониң ички иши," дәп агаһландурди. У, "америка капалити болмиған нурғун мәсилиләргә ипадә билдүрди. Бу мувапиқ болмиған вә биз қарши туридиған мәсилә," дәйду.
Хоңкоң парламентидики ли җумиң қатарлиқ демократик күчләр йеқинда америкини зиярәт қилип, кондилиза райис билән сөһбәт өткүзгән.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, йәкшәнбә күни елип берилған намайиш хоңкоң мәмурий әмәлдари зең йинчүән һакимийәтни өткүзүвалғандин бери дуч кәлгән әң җидди риқабәт һесаблинидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоңда 60 миң кишилик намайиш өткүзүлди
- Бейҗиң билән хоңкоң демократлири арисида елип берилған сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашти
- Райис: хоңкоңниң сияси тәқдирини хоңкоңлуқлар һәл қилиши керәк
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хоңкоң парламентидики демократик күчләрниң вәкиллирини күтүвалди
- Америка парламентиниң рәһбәрлири хоңкоңдики сиясий ислаһаттин үмидсизләнди