Ху җинтав хоңкоңда демократик сайлам елип бериш вақит җәдивили бәрмиди
2005.12.27
Хитай дөләт рәиси ху җинтав сәйшәнбә күни хоңкоң валиси зиң йиңчүән билән бейҗиңда учришип, хоңкоңға демократийиниң қәдәмму - қәдәм келишини тәләп қилди.
Хоңкоң парламенти өткән һәптә зиң йиңчүәнниң бейҗиң һөкүмити қоллиған ислаһат пиланини рәт қилғандин кейин, ху җинтав сәйшәнбә күни бейҗиңда хоңкоң валисиға һәр қандақ өзгириш тәдриҗи елип берилиши керәк, деди. Сөһбәт җәрянида ху җинтав, бейҗиң һөкүмитиниң зиң йиңчүәнни давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүргән. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ху җинтав бейҗиң һөкүмити хоңкоңда демократийә тәрәққиятини қоллайду, дегән. Әмма у, " һәр қандақ дөләт вә районниң демократийә тәрәққияти тәдриҗи тарихий җәряниға игә. Хоңкоң демократийисиниң тәрәққиятиму муқим, тоғра усул вә сестимилиқ йоллар билән елип берилиши керәк" дәйду. Зиң йиңчүәнниң ислаһат пилани өткән һәптә хоңкоң парламенти тәрипидин рәт қилинди. Хоңкоң парламентидики демократик күчләр зиң йиңчүәнниң пиланини йитәрлик әмәс вә омуми сайлам вақит җәдивили оттуриға қоюлмиған, дәп тәнқид қилған.
Бу арида бейҗиң һөкүмити хоңкоң пуқралириниң зор көләмлик наразилиқ намайишлириға дуч кәлмәктә. Пуқралар бу айниң башлири нәччә он миң кишилик намайиш өткүзүп, бейҗиң һөкүмитидин хоңкоңда омуми сайлам елип бериш вақит җәдивили елан қилишни тәләп қилған. Бу зиң йиңчүәнниң хоңкоң валиси болуп тәйинләнгәндин бери тунҗи қетим бейҗиңға бериши болуп һесаблиниду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоңда хитай һөкөмитигә наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди
- Хитай америкини хоңкоң мәсилисидин йирақ турушқа агаһландурди
- Хоңкоңда 60 миң кишилик намайиш өткүзүлди
- Бейҗиң билән хоңкоң демократлири арисида елип берилған сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашти
- Райис: хоңкоңниң сияси тәқдирини хоңкоңлуқлар һәл қилиши керәк