Хитай рәһбәрлири арисидики һоқуқ күришиниң муқами йүксәлди


2004.09.12

Хитай компартийиси мәркизи комитет 16 - қурултийиниң 4 - омуми йиғини 9 - айниң 16 - күни ечилиду . Франсийә ахбарат агентлиқи, хитай мәркизи һәрбий ишлар кометитиниң рәиси җаң земинниң партийә ичидә қаттиқ бесимға учраватқанлиқи, бирақ униң бу қетимқи омуми йиғинида һәрбий ишлар кометитиниң рәисликини давамлиқ сақлап қелишқа тиришидиғанлиқини хәвәр қилди .

Франсийә ахбарат агентлиқиниң партийә ичидики исмини ашкарилашни халимайдиған әрбапларниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә , бу йил 78 яштики җаң земинниң дең шавпиңдәк сияси биродики даимий һәйәтлик вәзиписидин айрилғандин кейин һәрбий ишлар кометитиниң рәисликини өткүзүп бериш нийити йоқкән .

Партийә ичидики вәзийәттин хәвәрдар әрбабллар , җаң земинниң һәрбий комитет рәисликидин асанлиқчә ваз кәчмәйдиғанлиқини, һәтта униң 2005 - йили чақирилидиған мәркизи комитет 5 - омуми йиғинидиму һоқуқ тапшурушиға капаләтлик қилғини болмайдиғанлиқини илгири сүргән. Бу арида игилигән хәвәрләргә қариғанда хитай мәркизи һәрбий ишлар комтетиниң муавин рәиси гу бошийоң, йеқинда уйғур ели вә гәнсулардики хитай қораллиқ қисимлирини көздин кәчүргәндә җаң земинни ашкарә қоллиған. Тәйвән мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, гу бошйоң қораллиқ қисимларни һәрқандақ вақит вә һәрқандақ әһвалда һәрбий ишлар комтети вә җаң земинниң қоманданлиқиға бой сунушқа чақирған. Бирақ хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқи , гу бошийоңниң уйғур ели вә гәнсудики қисимларға сөзлигән нутуқидики учкә вәкиллик қилиш нәзирийәсини өгиниш, җаң земинниң қоманданлиқиға бой сунуш һәққидики сөзлирини қисқартип елан қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.