Хитайда аманлиқ сақлиғучи хадимлар 30 кишини уруп яриландурди


2004.09.22

Хитайниң гуаңҗу шәһиригә қарашлиқ хебийән кәнтидә, бир бағчиниң аманлиқ сақлиғучи хадимлири, улар билән ейтишип қалған нәччә онлиған кишигә қоллиридики пичақ вә ток калтәкләр билән һуҗум қилди. Һазир яриланған 30 киши дохтурханида даваланмақта.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң чаршәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда, бу бағчидики аманлиқ сақлиғучи хадимлар бир башланғуч мәктәп оқуғучисини хәқләрниң пулини оғрилимақчи болған дәп гуман қилип қаттиқ урған. Һәмдә бу балиниң өйидин 3 киши бағчиға бу ишни сүрүштә қилғили кәлгинидә, аманлиқ сақлиғучи хадимлар уларғиму һуҗум қилған.

Ғәзәпләнгән кәнт аһалиси интиқам елиш үчүн бу йәргә бастуруп келип, аманлиқ сақлиғучи хадимлар билән тутушқан. Һәмдә 30 нәччә киши аманлиқ сақлиғучи хадимлар тәрипидин уруп яриландурулған. Бу тоқунуш 200дин ошуқ сақчи қошуни йетип кәлгәндин кейинла тохтиған. Йәрлик сақчи даирилири мәзкур ахбарат агентлиқиға бу һәқтә бир немә дейишни рәт қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.