Кишилик һоқуқ тәшкилати ширакни хитайға бесим ишлитишкә үндиди
2004.10.11
Франсийә президенти ширак (Jachques Chirach) хитайда зиярәттә боливатқан мәзгилдә, баш шитаби париждики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати болған " чеграсиз мухбирларни қоғдаш тәшкилати" дүшәнбә күни ширакни түрмигә ташланған өктичи вә ахбарат хадими хуаң җиңчюни қоюп бериш һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң мәлум қилишичә, " чеграсиз мухбирларни қоғдаш тәшкилати" баянат елан қилип, мәзкүр тәшкилатниң франсийә президенти ширакниң бу қетимлиқ зияритидин пайдилинип, хитайдики сөз әркинликини илгири сүрүшини үмит қилидиғанлиқини билдүрди.
Хуаң җиңчю бу йил 30 яшқа киргән болуп, илгири " яңчең гезити" қатарлиқ хитайда чиқидиған нурғун гезит-жорнал вә интернәтләрдә көп қетим мақалә елан қилған. У өткән йили 9- айниң 13 - күни җияңсуда хитай җамаәт хәвпсизлик орунлири тәрипидин мәхпий қолға елинип, кейин "дөләтни ағдурушқа урунуш" җинайити билән 12 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Франсийә презденти ширак шаңхәйгә йетип барди
- Франсийә призиденти хитай рәһбәрлиригә сияси мәһбуслар мәсилисидики әндишисини йәткүзди
- Франсийә призиденти хитайни зиярәт қилди
- Хитай һөкүмити америкиниң доклатини инкар қилди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ үчүн паалийәт елип барған икки чәтәлликни қоюп бәрди
- Уйғур вә тибәт паалийәтчилири хитайни улимпик тәнһәрикәт йиғиниғичә кишилик һуқуқ хатирисини яхшилашқа чақирди
- Хитай сақчилири сотқа тартиливатқан бир аял мәһбусниң балисини мәҗбурий алдуривәткән