Ху җиңтав APEC йиғинида буш билән көрүшиду
2004.11.05
Хитай дөләт рәиси ху җиңтав бу айниң ахирлири чилида өткүзүлидиған асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғинида америка президенти җорҗи буш билән учришип, шималий корийә ядро қораллар кризиси вә тәйвән мәсилиси бойичә сөһбәт елип бариду. Җүмә күни хитай ташқи ишлар министирликиниң муавин министири җав венҗоң, ху җиңтавниң 20- вә 21 - ноябир күнлири чили пайтәхти сантиягода өткүзүлидиған башлиқлар йиғини җәрянидики дәм елиш арисида, президент буш билән сөһбәт елип баридиғанлиқини елан қилди. Хитай ташқи ишлар министирликиниң муавин министири шин гофаң , президент буш билән ху җиңтав оттурисидики сөһбәтниң мәқсити, америка - хитай оттурисидики иҗабий һәмкарлиқни илгири сүрүш дәп көрсәтти.
Бирақ шин гофаң икки дөләт рәһбириниң немиләрни сөзлишидиғанлиқини тилға алмиған. Ройтерс ахбарат агентлиқи, ху җиңтавниң америка президентидин тәйвән мустәқиллиқ һәрикитини тосушни тәләп қилип, бу мәсилини хитай - америка мунасивитиниң сағлам тәрәққиятидики тосалғу дәп көрситидиғанлиқини хәвәр қилди. Җорҗи буш йеқинда рәқиби җон кәррейни мәғлуп қилип, йәнә бир қарар президент болуш лаяқитигә еришкәндин кейин , хитай дөләт рәиси ху җиңтав уни тәбриклигән. Сайламдин бир күн илгири хитайниң сабиқ муавин баш министири чйән чичин ” җоңго “ гезитидә мақалә елан қилип, президент бушни дуняға һөкүмранлиқ қилишқа урунуш билән әйиблигән иди. (Әркин )