Ху җинтав билән буш ню - йоркта учришиду
2005.09.06
Хитай дөләт рәиси ху җинтав билән америка президенти җорҗи буш, б д т башлиқлар йиғини җәрянида ню йоркта учришиду.
Хитай ташқи ишлар министирлики сәйшәнбә күни ашкарилишичә, ху җинтавниң 6 - сентәбир күни америкиға қилидиған рәсми зиярити туюқсиз бикар қилинғандин кейин, икки дөләт рәһбири ню йокрта учришишқа мақул болған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң сәйшәнбә күни тәкитлишичә, ху җинтав билән буш хитай - америка мунасивәтлири, икки тәрәп ортақ көңүл бөлидиған хәлқара вә район характерлик мәсилиләр үстидә сөзлишидикән.
Әслидики пилан бойичә ху җинтавниң америкиға қилидиған зиярити 6 - сентәбир күни башлинип, 7 - сентәбирдә президент буш билән ақ сарайда учрашмақчи иди. Әмма улар өткән шәнбә күни телефонда сөзләшкәндин кейин ху җинтавниң зиярити бикар қилинди.
Тәрәпләр зиярәтниң бикар қилинишиға америкидики қуюн апитини сәвәп қилип көрсәткән болсиму, әмма вәзийәттин хәвәрдар әрбаплар, тәрәпләр зиярәтниң характери тоғрисида келишәлмигәнликини билдүрмәктә.
Игиллишимизчә хитайлар ху җинтавниң сәпирини хизмәт зиярити әмәс дөләт зиярити қатарида муамилә қилишни тәләп қилған. Анализчилар, хитай билән америкиниң шималий корийини ядросизлаштуруш мәсилисидин башқа сода, терроризм, енергийә, қирғинчилиқ характерлик қораллар, кишилик һоқуқ, тәйвән мәсилиси қатарлиқ барлиқ мәсилилиәрдә ихтилапи барлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтавниң америка зияритиниң кечиктүрүлгәнликигә охшимиған қарашлар
- Ху җинтавниң америка сәпири кечиктүрүлди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати президент бушни уйғурлар мәсилисидә ху җинтавға бесим ишлитишкә чақирди
- Хитай ақ ташлиқ китабида америкини тәйвәнгә қорал сатмаслиққа агаһландурди
- Ху җинтав, президент буш билән енергийә вә сода мәсилисини музакирә қилиду