Хитай дөләт рәиси ху җинтав америкида буш билән учрашмақчи


2006.03.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Април ейида америкини зиярәт қилидиған хитай дөләт рәиси ху җинтав 20‏- април күни ақ сарайда америка президенти җурҗ буш билән учришидикән.

Ақ сарайниң баянатчиси скот макмиланниң 22‏- март күни мухбирларға билдүрүшичә, террорчилиқ, ядро қоралларниң тарқилишиниң алдини елиш һәмдә сода икки дөләт рәһбәрлириниң учришишиниң асаслиқ темилирини тәшкилләйдикән.

Хитай дөләт рәиси ху җинтав өткән йили сентәбир ейида америкини зиярәт қилмақчи иди. Әмма америкида йүз бәргән катрина сәл апти түпәйлидин бу зиярәтни кичиктүргән.

Ху җинтавниң америка зиярити һарписида америка дөләт мәҗлиси әзалири, әгәр хитай һөкүмити хитай пулиниң қиммитини көтүрүшни қобул қилмиса, хитайға қарши иқтисадий җаза йолға қоюш үчүн паалийәт елип бармақта.

Америка дөләт мәҗлисиниң көплигән әзалири һәмдә америкидики нурғунлиған карханчилар, хитай һөкүмитиниң, америка таварлириниң хитайға киришиниң алдини елиш һәмдә хитай таварлирини техиму көп миқдарда америкиға експорт қилиш үчүн хитай пулиниң қиммитини мәқсәтлик һалда төвән тутуватқанлиқини баян қилмақта.

Уларниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң мушу оюни сәвәбидин америкида милйонлиған киши ишсиз қалған һәмдә икки дөләт оттурисидики содидики тәңпуңсизлиқ өткән йили 202 милярд долларға йәткән. Йәни хитай америкиға, америкиниң хитайға експорт қилғинидин 202 милярд доллар көп тавар експорт қилған. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.