Ху җинтавға қарши намайиш уйғурлар билән тәйвәнликләргә қалди
2006.04.13
4 - Айниң 20 - күни ақ сарайда президент буш билән көрүшидиған хитай дөләт рәиси ху җинтав, ақ сарай алдидики лафайит бағчисида уйғурлар, тәйвәнликләр вә фалунгоң муритлириниң аз дегәндә нәччә йүз кишилик наразилиқ намайишиға дуч келиши мумкин. Бу қетимқи намайишқа тибәтләр қатнашмайду. Дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмити америкидики тибәт мусапирлирини ху җинтавға қарши намайиш өткүзмәсликкә чақирди. Лекин америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл, тибәтләрниң намайишқа қатнашмайдиғанлиқи уйғурларниң намайиш уюштурушиға тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини билдүрди.
Франсийә ахбарат агентлиқи, ху җинтав - 20 април күни ақ сарайға қәдәм қойғанда ақ сарай алдидики лафайит бағчисида өткүзүлидиған 4 саәтлик намайишқа дуч келидиғанлиқини билдүрди. Уйғурларниң ху җинтавға қарши намайишини хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийити билән америка уйғур җәмийити уюштурмақта. Шуниң билән биргә америкидики тәйвәнликләрниң 17 аммиви тәшкилати намайиш сәпәрвәрлики елип барған.
Уйғурлар намайиш җәрянида сиясий мәһбусларға өлүм җазаси беришни тохтитиш вә уларни қоюп бериш, пиланлиқ туғутни бикар қилиш, диний әркинликкә вә уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилмақчи. Тәйвәнликләр, бейҗиң даирилири тәрипидин тәйвән боғизиға орунлаштурулған 800 данә башқурулидиған бомбини елип кетишни тәләп қилидикән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтавға 'чәнлуң ғоҗамниң җини' чаплишипту
- Фуҗйәндә 200 гә йеқин киши санаәт булғинишиға қарши наразилиқ билдүрди
- Ху җинтавниң зиярити һарписида америкидики хитайға қарши тәшкилатлар наразилиқ паалийәтлири өткүзүшкә тәйярлиқ көрмәктә
- Хитай америкидин 80 данә бойиң айрупилани сетивелишқа келишти
- Президент буш сода мәсилисини җуңго - америка башлиқлар сөһбитидики муһим тема деди