Ху җиңтав дунядики он чоң диктатурниң үчинчиси икән
2004.08.29
Йеқинда дунядики 10 чоң диктатурни баһалап чиққан хәлқара кәчүрүм тәшкилати , америкидики әркинлик қәсири , кишилик һоқуқ күзүтиш тәшкилати , чигра һалқиған мухбирлар тәшкилати қатарлиқ бир қанчә хәлқара тәшкилат , хитай дөләт рәиси ху җиңтавни дунядики он чоң диктатурниң үчүнчиси елан қилди .
Һазирғучә һакимийәт үстидики 10 чоң диктатурниң алдинқи үчиниң һәммиси асия дөләтлиридә болуп , улар шимали корийә рәһбири ким җуңил , берма һәрби мустәбит һөкүмитиниң рәһбири вә хитай дөләт рәиси ху җиңтавларни өз ичигә алиду . Хитай дуня бойичә өлүм җазасини әң көп иҗра қилидиған дөләт . Хитай һөкүмити бир йилда иҗра қилидиған өлүм җазаси , дунядики башқа барлиқ дөләтләр бир йилда иҗра қилидиған өлүм җазасиниң омуми йиғиндисидинму көп .
Хитай , уйғур аптоном районидики сияси , диний өктичиләр вә мустәқилчиләргә өлүм җазаси бериш билән тонулған .Хитайда һәр йили иҗра қилинидиған өлүм җазасиниң хитай һөкүмити елан қилған сандин көп юқири икәнлиги илгири сүрүлмәктә . Хитай хәлқ қурултейиниң бир вәкили өткәндә хитай бойичә бир йилда 10 миң адәмниң өлүм җазаси иҗра қилинидиғанлиқини пашқилған иди . Бирақ бу сан һөкүмәт даирилири тәрипидин дәрһал рәт қилинған . Өлүм җазасиниң диктатурлар тизимликидики қалған мустәбитләр , зембабуви призденти мугаби , сәуди әрәбистан падишаһси абдулла , судан призденти бәшир , түркмәнистан призденти ниязуп , куба рәһбири кастироларни өз ичигә алиду . (Әркин)