Ху җинтавниң уйғур аптоном райониға барғанлиқини шинхуа агентлиқи 5 күндин кейин хәвәр қилди


2006.09.11

Хитайниң дөләт рәиси ху җинтавниң 6 ‏- сентәбир күни уйғур аптоном райониға хизмәт тәкшүрүш үчүн барғанлиқини, шинхуа агентлиқи 11 ‏- сентәбир күни, йәни 5 күн өткәндә хәвәр қилди. Хитай мәркизи һөкүмитиниң тор бетидә хәвәр қилишичә, ху җинтав асасән майтағдики милйон тоннилиқ нефит айриш хемийә завути, хитай-қазақстан нефит турубиси понкити, биңтуән 14 ‏- девизийә қатарлиқ ноқтилиқ орунларни көздин көчүрүп, уларға ғәрбни ечиш истратегийисидики һәммә қиммәтлик пурсәтләрдин толуқ пайдилинип иқтисадни тәрәққи қилдурушни, милләтләр иттипақлиқи вә муқимлиқни сақлашни тәкитлигән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.