Хитай дөләт рәиси ху җинтав, хитайда демократийә вә демократик сайлам йолға қаоюшқа чақирди
2006.07.03
Хитай дөләт рәиси ху җинтав хитай коммонист партийисиниң қурулғанлиқиниң 85 йилииқиниң һарписида бәргән баянатида, хитайда демократийини тәрәққий қилдуруп, демократик сайлам елип беришқа чақирди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ху җинтав бу сөзләрни 29- июн күни хитай компартийиси мәркизи комитетиниң йеғинида бәргән баянатида сөзлигән. Хуҗинтав баянатида, биз илғар вә мукәммәл бир демократик сиистемә қуруп чиқип, қанунларға мувапиқ һалда демократик сайламлар елип берилишиға капаләтлик қилишимиз керәк, дегән.
Сөзидә, демократийиниң " һакимийәт бешидики бир марксст партйиниң асаслиқ тәлиби икәнликини тәкитлигән хитай дөләт рәиси ху җинтав, партийә ичики демократийини кеңәйтишкә чақирди.
Сиясий мулаһизичиләр, өзиниң сиясий орнини мустәһкәмләш үчүн тиришиватқан ху җинтав ниң, өткән бир нәччә һәптә ичидә чирикликкә арилашқан нәччилигән партийә башлиқлирини вәзиписидин елип ташлап, хитай армийисидә тоққуз алий дәриҗилик гениралниң мәнсипини үстүргәндин кейин хитайда демократийини тәрәққий қилдуруш вә демократик сайлам өткүзүш тоғрисида бәргәнликигә диққәт тартмақта.
Уларниң ейтишичә, 2002- йили хитай компартийисиниң рәһбәрликигә сайлинип 2003- йили дөләт рәиси вәзиписини тапшурувалған ху җинтав һакимийәттики орнини күчәйткәндин кейин, әмди өзиниң сиясий пиланлирини әмәлгә ашурушқа тиришмақта. (Қанат)