Хуҗинтавниң һиндистан зияритиниң үчинчи күнидә
2006.11.22
'Б б с' ниң хәвәр қилишичә, хуҗинтав 4 күнлүк һинидистан зияритиниң 3 - күнидә, йәни 22 - ноябир күни, һинидистанниң пән -илим сарийини зиярәт қилған. Хуҗинтав һиндистан пән-илим сарийида қилған сөзидә, гәрчә хитайниң һинидистанни муһасиригә елиш нийити йоқлиқини, һинидстанниң тәрәққиятиға һәргиз тосалғу болмайдиғанлиқи баян қилиш арқилиқ, йеңи деһли һөкүмитини хатирҗәм қилишқа тиришқан болсиму, әмма бүгүнгә қәдәр хитай -һинидстан чегра сөһбитидә техи һечқандақ илгириләш һасил қилинмиған. Йеңи деһли һөкүмити бейҗиң һөкүмитини 'һинидистанниң кәшмирдики 38 миң квадрат километир зиминини игәлливалған' дегән сөзидин янмиған. Бейҗиң һөкүмитиму йеңи деһли һөкүмитини 'хитайниң аруначал прадештики 90 миң квадрад метир зиминини игәлливалған' дегән сөзидин янмиған.
Хәвәрдә баян қлинишичә, хитай-һинидстан оттурисида гәрчә чегра мәсилиси йәнила қатмал һаләттә турсиму, әмма хитай -һинидстан оттурисидики сода миқтари буйил 20 милярд америка доллириға йәткән. Улар йәнә 2010 - йилиғичә 40 милярд америка доллириға йәткүзүшни нишанлимақта.
Хәвәрдә баян қилинишичә, хуҗинтав 23 - ноябир күни исламабад қа берип пакистанни зиярәт қилишқа башлайду. Хитай мәсилилирини тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләрниң пәрәз қилишичә, хуҗинтав америка -һинидистан оттурисида буйил 3 - айда түзүлгән ядро техникисидин ортақ пайдилиниш келишимигә тақабил туруш үчүн, бу қетим пакистан билән хитай- пакистан ядролуқ иниргийә һәмкарлиқ келишимини музакирә қилиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтавниң һиндистан зиярити тиибәтликләрниң қаттиқ наразилиқ һәрикити билән қаршилашти
- Хитай билән һиндистан икки дөләт чегрисида 27 йеңи сода еғизи ачмақчи
- Хитай - һиндистан чегрисидики надула тағ еғизида 40 нәччә йилдин буян тақалған чегра базири ечилди
- Хитай билән һиндистанниң чегра сөһбити нәтиҗисиз ахирлашти
- Һиндистан вә хитай қәдимий йипәк йолида қайта сода башлаш пиланини кечиктүрди