Җоңгу һөкүмәт рәиси хуҗинтав кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә бесимға дуч кәлмәктә


2006.10.03

53 Нәпәр чәтәллик кишилик һоқуқ паалийәтчиси, адвокат вә акадимиклар бирликтә хитай дөләт рәиси ху җинтавға очуқ хәт йезип,униңдин хитайда күнсери начарлишип кетиватқан кишилик һоқуқ вәзийитини дәрһал яхшилиши керәкликини тәләп қилди.

Мәзкур очуқ хәт сәйшәнбә күни америкидики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиға тапшуруп берилгән. Мәзкур тәшкилат хитай дөләт рәиси хуҗинтавни хитайдики өктичи вә инсан һоқуқ паалийәтчилирини қоғдашқа үндимәктә.

Хитай дөләт рәиси хуҗинтавға йезилған бу очуқ хәттә, хәлқара җәмийәтниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә интайин көңүл болидиғанлиқи вә шундақла хитайниң юқири дәриҗилик рәһбәрлириниң мәзкур дөләттики кишилик һоқуқ мәсилисини тоғра бир тәрәп қилмиса болмайдиған һаләткә йәткәнлики алаһидә тәкитләнгән .

Чәтәллик кишилик һоқуқ паалийәтчилири, адвокат вә академиклар тәрипидин йезилған бу очуқ хәттә йәнә, хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири гав җичиң, чин гуаңчин , җав йән вә ху җя қатарлиқларниң сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, та һазирғичә из-дерәксиз икәнлики көрситилип, хитай һөкүмитиниң уларни дәрһал қоюп бериши керәклики тәләп қилинған. Мәзкур очуқ хәттә йәнә, хитайдики әдлийә қануниниң адил әмәслики алаһидә көрситилгән болуп, униңға тездин түзитиш киргүзүш керәклики тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.