Ху җинтавниң зиярити һарписида америкидики хитайға қарши тәшкилатлар наразилиқ паалийәтлири өткүзүшкә тәйярлиқ көрмәктә


2006.04.12

Хитай дөләт рәиси ху җинтав , 18 ‏- април күнидин 21 ‏- күнигичә америкида зиярәттә болмақчи, мүтәхәссисләр ху җинтавниң зиярити арқилиқ америка ‏- хитай мунасивитидә алаһидә бир өзгириш болмайдиғаниқини билдүрмәктә. Бу арида йәнә, хитай һөкүмитигә қарши һәр қайси өктичи тәшкилатлар ху җинтавниң америкидики зиярити мәзгилидә елип баридиған бир қатар паалийәтлири үчүн һазирлиқ көрмәктә.

Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америка зиярити, чәтәлләрдә хитай коммунистик партийисиниң түзүмигә қарши паалийәт елип бериватқан һәр қайси өктичи тәшкилатлар үчүн, өз наразилиқини билдүрүштики яхши бир пурсәт һесабланди.

Ху җинтавниң америка зиярити , америкида яшаватқан уйғурларниң наразилиқини қозғаш билән биргә, уйғурлар, хуниң зиярити америка хәлқигә өзлириниң кишилик һоқуқиниң хитай һөкүмити тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқини йәнә бир қетим аңлитиши үчүн мәйдан һазирлиди дәп қарашмақта.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәнди , ху җинтавниң зиярити һәққидә тохталди. Уйғурлардин башқа америкидики тәйвән мүстәқиллиқ тәрәпдарлириму , ху җинтавниң америка зиярити давамида паалийәтләр уюштурған болуп, америкидики тәйвән җәмийәт ишлири тәшкилатиниң дириктори зияритимизни қобул қилди:

“биз , ху җинтавниң бу қетим , америкида елип баридиған зияритидин пайдилинип, америкиниң вашингтон шәһиридики лафейәт бағчисида йиғилиш паалийити өткүзүп, асаслиқ хитайниң қорал билән тәйвәнни бойсундуруш ғәризигә болған наразилиқимизни билдүрмәкчи.”

Мәзкүр тәшкилатниң дириктори сөзидә йәнә, хитайниң демократийә вә кишилик һоқуқ принсиплириға еғир дәриҗидә хилаплиқ қиливатқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.