Хитай америкиниң кишилик һоқуқи саһәсидики тәнқидини рәт қилди


2008.01.18

Хитай, америкиниң бейҗиңдики баш әлчиханисиниң хитай кишилик һоқуқи хатирисидики чекинишкә қаратқан тәнқидини, болупму хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң зәрбигә учраватқанлиқиға қаратқан тәнқидини рәт қилип, америка әлчиханисиниң тәнқиди җоңгониң ички ишлириға арилишидиған, қарши елинмайдиған һәрикәт, дәп көрсәтти.

Хитай тәрәпниң инкаси бейҗиңдики америка әлчиханисиниң алдинқи күни баянат елан қилип, әйдиз паалийәтчиси ху җяни өз ичигә алған өктичи затларни қолға елишни тохтитиш, сиясий мәһбусларни қоюветиш тоғрисидики чақириқиға җавабән елан қилинди. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси җяң йүй бу һәқтики баянатида “бәзиләр кишилик һоқуқни баһанә қилип, җоңгониң ички ишлириға арилашмақчи боливатиду. Биз буниңға қәтий қарши туримиз. Җоңго кишилик һоқуқни һөрмәт қилиду”, дәп тәкитлигән. Америкиниң бейҗиңдики баш әлчиханисиниң баянатчиси сузан стевенсин алдинқи күни ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида америкиниң әйдиз паалийәтчиси ху җяни қолға елиш, мухбирлар, өктичиләр һәм кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокатларни тутқун қилиш вәқәлиридин биарам болғанлиқини әскәртип, “бу һәрикәтләр..... Адвокатлар, мухбирлар вә пуқралар һоқуқини қоғдиғучи шәхсләрни нишанға елишниң күчийиватқанлиқини көрсәтмәктә”, дегән иди.

Сузан стевенсин йәнә “биз хитайни бу түрдики қолға елиш, тутқун қилиш һәрикәтлирини тохтитип, тутқундики яки түрмидики сияси мәһбусларни қоюветишкә чақиримиз,” дәп әскәртиду. Сузан стевенсин бу сөзләрни америкиниң муавин дөләт секритари җон нигрипонти хитай билән истратегийилик сөһбәт өткүзүш үчүн хитайға кәлгән мәзгилдә тәкитлигән болуп, пәйшәнбә күни нигрипонти хитай ташқи ишлар министири яң җйечи билән алдинқи күни көрүшкәндә кишилик һоқуқни оттуриға қойғанлиқини илгири сүрди. Лекин , җяң йүй мухбирларға кишилик һоқуқниң музакирә қилинғанлиқини рәт қилип, “чаршәнбә күндики сөһбәттә бу мәсилиләр оттуриға қоюлмиди,” дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.