Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайниң кишилик һоқуқни тизликтә яхшилишини тәләп қилди
2008.02.07
Мәркизи лондондики хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң америка шөбиси, мәзкүр тәшкилат әзалири вә башқа кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң келәр һәптә вашингтонға йиғилип, хитайдин бу йил 8 - айда бейҗиңда олимпик мурасими өткүзүштин бурун, кишилик һоқуқ дәпсәндичиклирини қәтий тохтитишини тәләп қилидикән.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң америка шөбиси чаршәнбә күни ахбарат елан қилип , 2 - айниң 11 - күни кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң ақ сарай алдиға йиғилип, олимпик башлиништин бурун елип берилидиған паалийәт пиланиниң биринчи қәдимини башлайдиғанлиқини билдүрди.
Бу һәқтә елан қилинған ахбарат баянатида, хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа мәҗбур қилиш паалийитигә қатнишидиған паалийәтчиләрниң әң асаслиқ тәшәббуси, бу қетимқи олимпик мурасимиға қатнишидиған америка президенти җорҗ бушни, хитайниң кишилик һоқуқини яхшилаш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә чақириштин ибарәт икән.
Хитай олимпик мурасимини өткүзүш һоқуқиға еришкән күндин етибарән, хәлқарадики барлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики бесимиға дуч кәлмәктә.
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң аял - балиларниң мәнпәәтини қоғдаш йиғини ечилди
- Хитай 'шәһванийлиққа қарши туруш' дегән нам билән кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқи саһәсидики тәнқидини рәт қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишқа чақирди