Хитай даирилири ху явбаң туғулғанлиқиниң 90 йиллиқини хатириләйду
2005.09.26
Мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң даирилири хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари ху явбаң туғулғанлиқиниң 90 йиллиқини хатириләшкә тәйярлиқ қилмақта. Хәвәрләргә қариғанда ху явбаңни хатириләш паалийити бейҗиңда вә униң юртида айрим - айрим юқири дәриҗиликләргә хас илтипат билән өткүзүлмәкчикән.
Ху явбаң 1987 - йили буржуа әркинләштүрүшни йолға қойди, дегән қалпақ билән вәзиписидин елип ташланған. У, компартийә тарихидики әң либирал рәһбәрләрниң бири иди. У, 1980 - йилларниң башлирида уйғур аптоном районини зиярәт қилип, мәркәзниң тибәт сияситини уйғурларға йүзгүзсә болиду, дәп тәкитлигән.
Ху явбаңниң әйни чағдики сиясити бойичә, "шинҗаңдики пән - техника хадимлирини һесабқа алмиғанда, юртиға қайтишни халайдиған хитай пуқралириниң кетишигә йол қоюш, шинҗаңдики хитайлар 2 - сәпкә чекиниш керәк" иди. Әмма ху явбаңниң бу сөзи, уйғур аптоном райони вә бейҗиңдики қаттиқ қолларни ғәзәпләндүргән. Ху явбаң 1987 - йили вәзиписидин елип ташланғанда, даириләр уни миллий мәсилиләрни бир тәрәп қилишта еғир сәвәнлик өткүзди, дәп әйиблигән.
Ху явбаң 1989 - йили 4 - айниң 15 - вапат болғанда униңға матәм билдүрүш паалийити оқуғучилар һәрикитигә өзгәргән. Хитай компартийиси һазирғичә ху явбаңни ашкарә хатириләш паалийити өткүзүп бақмиған. (Әркин)