Хитай компартийиси җиддий иҗтимаий мәсилиләргә дуч кәлмәктә


2006.12.25

Хитай яшлар гезити тәрипидин елип берилған бир рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, хитай пуқралириниң 80 пирсәнтидин көпрәки, хитайда күнсери көпийиватқан тапавәт пәрқини, хитайдики әң җиддий мәсилә дәп қарайдикән һәмдә һөкүмәттин буни тездин бир тәрәп қилишини тәләп қилидикән.

1970‏- Йилларниң ахирилири хитайда башланған иқтисадий ислаһат гәрчә хитайниң иқтисадий җәһәттин тез тәрәққий қилишиға һәмдә йүз милйонлиған хитай пуқралириниң намратлиқтин қутулушиға сәвәб болған болсиму, әмма иқтисадий ислаһат нәтиҗисидә хитайда намратлар вә байлар оттурисидики тапавәт пәрқиниң күнсери көпийиши иҗтимаий муқимсизлиққа сәвәб болуп, компартийиниң һакимийитигә тәһдит қилмақта.

Хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған статистикиларға қариғанда, хитайдики пүтүн хусуси мүлүкниң 40 пирсәнти хитайдики әң бай он пирсәнт аилиниң игидарчилиқида икән. Һалбуки хитайдики әң намрат 10 пирсәнт аилә хитайдики байлиқниң пәқәт икки пирсәнтигә игә икән.

Хитай дөләтлик статистика идарисиниң билдүрүшичә, өткән йил бейҗиң шәһиридә турушлуқ бир кишиниң оттура һал айлиқ муаш 365 доллар икән. Бейҗиң вә шаңхәйдики бир кишиниң айлиқ кирими хитай йезилиридики ишчиларниң бир йиллиқ киримигә тоғра келидикән.

Бу арида хитай компартийиси дүшәнбә күни, чириклик мәсилисиниң күнсери җиддийлишиватқанлиқини билдүрүп, партийә әзалириниң чирикликкә қарши күрәшни җиддий давамлаштурушини әскәртти.

Хәвәрләргә қариғанда, хитайдики намратлар вә байлар оттурисида күнсери көпийиватқан кирим пәрқи, чириклик, күндин-күнгә җиддийлишиватқан ишсизлик, компартийә рәһбәрлирини қайғуландурмақта. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.