Хитай партийә мәктипи хитайда миллий зиддийәтләрниң көпийиватқанлиқини билдүрди


2007.01.04

Хитай партийә мәктипи тәрипидин пәйшәнбә күни елан қилинған мақалидә , хитайда милләтләр арисидики мунасивәтниң инақ вә муқим икәнлики тәкилиниш билән биргә , миллий илминитлар түпәйли һәр хил зиддийәтлик тоқунушларниң күчийип, һәрқандақ бир вақитта вәқә садир болуш еһтималлиқиниң барлиқи оттуриға қоюлған.

Мақалидә , 4 хил зиддийәт көрситилгән болуп, хәлқара дүшмән күчлириниң тибәтниң диний даһиси далай лама билән шинҗаң мүстәқиллиқ тәшкилатлириниң паалийитини қоллаватқанлиқи, хитайниң шәрқий районлири билән аз санлиқ милләтләр райони арисидики пәрқниң интайин чоңлуқи, миллий илиминтлар түпәйли шәкилләнгән зиддийәтләр вә миллий хизмәттин шәкилләнгән пәрқләрдин хитайда миллий тоқунушниң көпийиватқанлиқи көрситилгән.

Мақалидә йәнә , узундин бери америкини мәркәз қилған хәлқара дүшмән күчлириниң миллий, диний, кишилик һоқуқ мәсилилирини қорал қилип, хитайниң милләтләр арисидики мунасивитигә тәсир йәткүзүватқанлиқи тилға елинған.

Хәлқарада паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири болса, хитай һөкүмитиниң 50 йилдин буян уйғурлар үстидин бастурмичилиқ сиясити йүргүзүп келиватқанлиқини тәкитләп, өзлириниң маарип, мәдәнйәт , диний вә кишилик һоқуқ җәһәттә қаттиқ дәпсәндичиликкә дуч келиватқанлиқини билдүрмәктә.

Хитай һөкүмити , уйғур миллий һәрикитиниң сиясий йетәкчиси рабийә қадир ханимни хәлқара дүшмән күчләр билән бирлишип, ағдурмичилиқ һәрикәтлири билән шуғуллиниватиду дәп әйиблигән иди. Әмма хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири рабийә қадир ханимниң паалийәтлиригә юқири баһа бәрмәктә. Рабийә қадир ханим хитай түрмисидики чеғидила " рафто кишилик һоқуқ мукапати " билән тәғдирләнди , у йәнә дуня нобил тенчлиқ мукапатиниң күчлүк намзатлиридин бири болуп баһаланди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.