Хитай тәйвән боғизиға 800 дин артуқ башқурулидиған бомба орунлаштурди
2006.03.07
Хитай мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, тәйвән боғизида вәзийәтниң кәскинлишиши билән биргә, бейҗиң рәһбәрлири, хитай армийисигә тәйвәнниң мустәқиллиқиниң алдини елиш үчүн керәклик тәйярлиқларни тезлитиш тоғрисида буйруқ чүшүргән.
Хитай хәлқ армийиси гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси генерал го бәйшюң, хитай хәлқ қурултийиниң йиллиқ йиғинида бәргән баянатида, барлиқ чариләрни қоллинип тәйвәнниң мустәқиллиқини елан қилишиниң алдини алидиғанлиқини билдүрүп, биз тәйвәнниң мустәқиллиқиға қәти қарши туримиз, тәйвән мустәқиллиқ күчлириниң тәйвәнни чоң қуруқлуқтин айривитишигә йол қоймаймиз, дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, генерал го, бизниң асаслиқ вәзипимиз чин шүйбйәнниң тәйвәнниң мустәқиллиқи тоғрисидики паалийәтлиригә қарши туруп, бу паалийәтләрни тосуштин ибарәт, дегән.
Хитай мудапиә министири сав гаңчүәнму, чин шүйбйәнниң дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитетини бикар қилиш қарарини қаттиқ тәнқид қилип, бу, тәйвәнниң қануний мустәқиллиқи йолида ташланған хәтәрлик бир қәдәм, деди. У хитай армийисиниң уруш тәйярлиқини тезлитидиғанлиқини билдүрди.
Бу арида, тәйвән мудапиә министирлиқи, хитай һөкүмитиниң тәйвән әтрапиға 800 гә йеқин башқурулидиған бомба орунлаштурғанлиқини билдүрди. Тәйвән мудапиә минстирлиқи хадимлириниң ейтишичә, хитай бу башқурулидиған бомбилири арқилиқ, тәйвән боғизида уруш партлиса, тәйвәнни пүтүнләй қамал қилалайдикән.
Лекин, бәзи хәвәрләргә қариғанда, тәйвән мудапиә министирлиқи, америкидин илғар техникилиқ қораллар сетивелиш пиланини әмәлгә ашуруш үчүн, мәқсәтлик һалда хитай һәрбий тәһдитини җиддий қилип көрсәтмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән: хитай тәйвәнниң нөвәттики вәзийитини чүшәнмәйду
- Хитай тәйвәнниң дөләт бирлики комитетини бикар қилишини әйиблиди
- Чен шүйбйән дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети вә программисини бикар қилди
- Чен шүйбйән дөләт бирлики мәҗлисини бикар қилишта чиң турди
- Тәйвән: хитай өзи һәқиқий аваричилиқ туғдурғучи