Хитай америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатиға наразилиқ билдүрди


2005.07.21

Америка дөләт мудапиә министирлиқи чаршәнбә күни хитайниң һәрбий һазирлиқлар әһвали тоғрисида доклат елан қилип, хитайниң асия тинчлиқиға тәһдит селиватқанлиқини елан қилғандин кейин, хитай һөкүмити шу күни америка һөкүмитигә наразилиқ билдүрди.

Хитайниң наразилиқидин кейин, америка президент ишханиси баянат елан қилип, америкиниң хитайни тәһдит, дәп қаримайдиғанлиқини җакарлиди. Ақ сарайниң баянатчиси скот миклилан, " биз йәнила бу районниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғлишимиз, әмма бу бизниң хитайни тәһдит дәватқанлиқимиз, дәп қаралмаслиқи керәк," дәп көрсәтти. Әмма миклиланниң тәкитлишичә, америка хитайниң һәрбий заманивилаштуруш көлими вә қәдимигә диққәт қилматикән.

Шу күни, америка армийиси штап башлиқлар бирләшмисиниң муавин рәиси петир пейис, " дуняда уруш қозғаш иқтидариға игә нурғун дөләтләр бар, әмма бу хил нийити бар дөләтләр көп әмәс," дәп тәкитлиди. У, " бизниң хитайни уруш қозғаш нийити бар дөләт, дәп қаришимиз үчүн бир сәвәбимиз йоқ," дәп әскәрткән.

Шу күни хитайниң муавин ташқи ишлар министири яң җйечи, бейҗиңдики америка әлчиханисиниң мувәққәт вакаләтчисини чақиртип, америка һөкүмитигә етираз билдүрди. яң җйечи, америкини "җоңгониң дөләт мудапиәсини заманивилаштурушиға асассиз һуҗум қилиш" билән әйиблигән.

Йеқинда җоңго дөләт мудапиә университетинииң илмий мудири генерал майор җу чиңху, әгәр америка тәйвәнгә арилашса, ядро қораллар билән зәрбә беришни оттуриға қойған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.