Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ җәһәттики әйиблишигә рәддийә бәрди


2005.12.11

Хитай һөкүмити йәкшәнбә күни америкиниң кишилик һоқуқ җәһәттики әйиблишигә рәддийә бәрди һәмдә узун йиллиқ адити бойичә америкини икки хил өлчәм қойди дәп тәкрар әйиблиди.

Америка ташқи ишлар министирлиқи 10‏-декабир шәнбә "хәлқара кишилик һоқуқ күни" мунасивити билән дунядики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көрситип өтти. Доклатта, " кубадин хитайғичә, беларустин бермиғичә, өзбекистандин зимбабувигичә вә ирандин шималий корийигичә болған җайларда йүрәклик кишилик һоқуқ паалийәтчилири давамлиқ дәпсәндә қилиниватиду вә түрмигә солиниватиду" дәп йезилған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, "хитай һөкүмити вә пуқралири америкиниң бу әйибләшлиригә күчлүк қаршилиқ көрситиду" дәп билдүрди. У сөзидә йәнә, "америка һөкүмити өзидә еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири бар" дәп әйибләп, америкиниң, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң тәкшүрүшини рәт қилғанлиқини мисал қилди.

Б д т кишилик һоқуқ комиссари луис арбур өткән чаршәнбә күни америка башлиған террорчилиққа қарши урушниң, америкиниң дуня кишилик һоқуқ вәзийитидики йетәкчи ролини аҗизлитиватқанлиқини билдүрди. Америка ташқи ишлар министири кондолиза райс америкиниң тутқунларни тутуп туруш һәрикитини ақлап, буни "террорчиларниң һуҗумидин сақлиниш үчүн елип берилған қанунлуқ һәрикәт" дәп көрсәтти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.