Бейҗиң, хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлап, америкиниң әйиблишини рәт қилди
2006.02.06
Америка дөләтлик ахбарат идарисиниң башлиқи җон нигрипонте өткән һәптә вашингтонда хитай һөкүмитини бейҗиң даирилири өктичиләрни бастурмақта, дәп әйиблигәндин кейин, хитай һөкүмити дүшәнбә күни баянат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлиди вә хитай пуқралириниң турмуш шараити яхшиланмақта, дәп көрсәтти.
Хитай ташқий ишлар министирлиқи бу һәқтики баянатида, " җуңго һөкүмити асасий қанундики кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш вә уни қоғдаш принсипини җиддий әмәлийләштүрмәктә " , " җуңго һөкүмити пүтүн хәлқниң иқтисади, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқини юқири көтүрүш йолида пидакарлиқ көрсәтти " дәйду. Җон нигрипонти өткән һәптә америка дөләт мәҗлисидә гувалиқтин өтүп, өктичиләрни бастуруш хитайда муқумсизлиқни кәлтүрүп чиқармақта вә бу уларниң ташқий сияситигә тәсир көрсәтмәктә, дәп тәкитлигән. Униң әскәртишичә, җуңго дуч келиватқан әң чоң риқабәт иқтисади тәрәққиятниң үзликсизликини сақлаш, пуқраларға хизмәт тепип бериш вә йеза - кәнтләрниң наразилиқини пәсәйтиш болуп, у " хитай буниң үчүн иқтисад, әдлийә, маарип, муһит сестимиси вә хиянәтчилик қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни һәл қилиш керәк " дәйду.
Хитайниң йеқинқи йиллардики һәрбий тәрәққияти, сиясий вә диний әркинликкә чәклимә қоюш, хитай - америка содисидики пассип баланис қатарлиқ амиллар америкини әндишигә сақлмақта иди. Америка дөләт мудапиә министирлиқи йәкшәнбә күни елан қилған доклатида хитайни америкиниң келәчәктики " йошурун рәқиби " дәп атиған.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, хитай дөләт рәиси ху җиңтавниң бу йил 4 - айда вашингтонда елип баридиған зиярити бейҗиң даирилири тәрипидин хитай - америка истиратегийилик шериклик мунасвитини турғузуш үчүн пурсәт, дәп қаралмақта икән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатини рәт қилди
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ җәһәттики әйиблишигә рәддийә бәрди
- Хитай мәдәнийәт министири, хитай америка үчүн тәһдит әмәс, деди
- Хитай америкиниң тәйвәнгә қорал сетишиға қарши туридиғанлиқини қайта тәкитлиди
- Хитай һөкүмити америкиниң хитай маллириға қойған йеңи чәклимиләргә наразилиқ билдүрди









