Бейҗиң пентагонниң доклатидики "хитай йошурун тәһдит" қаришини рәт қилди


2006.02.07

Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни баянат елан қилип, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң йеқинда елан қилған доклатида хитайни америка үчүн "йошурун тәһдит " дәп қариғанлиқини әйиблиди вә вашингтонни америка җамаәт пикирини хата йолға йитәкләш билән тәнқид қилди.

Бәш бурҗәклик бинаниң доклати өткән җүмә күни елан қилинған болуп, пентагон бейҗиңниң һәрбий хираҗәтни көпәйтиватқанлиқи вә чегра районларда һәрбий әслиһәләрни күчәйтиватқанлиқидин әндишә туюватқанлиқини тилға алған.

Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси куң чүән, америка тәрәпниң доклатини "җуңгониң нормал дөләт мудапиә тәрәққияти һәққидә асассиз әйибләшләрдә болди. Җуңгониң ички ишлириға арлишип, җуңго һәрбий тәһдит нәзирийиси арқилиқ җамаәт пикирини хата йолға йитәклимәктә " дәп тәнқидлиди. Коң чүәнниң әскәртишичә, хитай америка тәрәпкә бейҗиңниң доклаттин туйған биарамлиқини " кәскин түрдә уқтурған " әмма у, мухбирларға буниң тәпсили диталлирини ашкарилимиди. У, " биз асия - тинч окян райони вә дуняниң тинчлиқи вә бихәтәрликини сақлайдиған муһим күч. Биз һеч бир вақитта тәһдит болмидуқ, болмайватимиз вә болмаймиз " дәйду.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң доклатида, "җуңго чоң дөләт вә йеңи баш көтүрүватқан күч болуш сүпитидә америкиниң әң чоң һәрбий риқабәтчиси болуп қалмақта. Җуңго америкиниң әнәниви һәрбий үстүнликигә тақабил туруш үчүн йоқитиш характерлик һәрбий техникиларни тәрәққи қилдуруш еһтималлиқи әң зор дөләттур " дәп агаһландурған.

Президент җорҗи буш, бу йилқи америка һәрбий хам чотини 439 милярд доллар, дәп елан қилди. Шуниң билән биргә хитайлар 2 йерим милйон кишилик һәрбий қошунини заманийвилаштуруш йолида һәрбий хам чотини йилдин йилға көпәйтмәктә. Хитай даирилири йиллиқ һәрбий хам чотини 30 милярд доллар әтрапида,дәп елан қилсиму, әмма көзәткүчиләр хитай һәрбий хам чотиниң әмәлийәттики сани 90 милярд долларға йетиду, дәп қаримақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.