Хитай, нефит үчүн хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә хилаплиқ қиливатқанлиқини рәт қилди


2006.04.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай ташқи ишлар министирлики пәйшәнбә күни ғәрб әллири вә кишилик һоқуқи органлириниң җоңго нефиткә еришиш үчүн хәлқара кишилик һоқуқи өлчимигә сәл қаримақта вә хитай билән нефит содиси қиливатқан кишилик һоқуқи хатириси начар дөләтләрниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишиға көз юммақта, дегән тәнқидини рәт қилди. Лекин ғәрб мәтбуатлириниң илгири сүрүшичә, хитайниң бу дөләтләр билән болған сода - иқтисади мунасивти хәлқара җәмийәтниң бу дөләтләрдики кишилик һоқуқ әһвалини яхшилаш тиришчанлиқиға зиянкәшлик қилған.

Хитай ташқий ишлар министирлики баянатчиси чин гаң, пәйшәнбә күнки ахбарат елан қилиш йиғинида, "ғәрб әллиридики бәзи кишиләрниң җоңго нефит мәнпәәтини хәлқара кишилик һоқуқи қиммәт қаришиниң үстигә қойди, дегән әйиплиши пакит асасиға таянмиған" дәйду.

Чин гаңниң әскәртишичә, җуңгониң бу дөләтләр билән нормал сода - иқтисади вә нефит һәмкарлиқи елип бармақта, икән. У , җоңгони ғәрб мустәмликичилириниң кишилик һоқуқи зораванлиқини садир қилмайду, деди. Лекин көзәткүчиләр, кишилик һоқуқи начар дөләтләр билән сода алақиси хәлқара әһдинамиларға хилап болмисиму, лекин хитай башқиларниң ички ишлириға арлашмаслиқ принсипи бойичә сода - иқтисади паалийити елип бармақта. Бу юқириқи дөләтләрни кишилик һоқуқни изчил дәпсәндә қилишкә илһамландуруп кәлди" дәйду.

Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, хитай өзбекистан даирилириниң өткән йили 5 - айда әнҗандики намайишни бастуруш һәрикитини қоллиған вә суданниң дарфур районидики " етник тазилаш," дәп әйибләнгән тоқунушни ахирлаштуруш үчүн б д т хәвпсизлик кеңишиниң суданға имбарго қоюшини халимиған. Бу икки дөләт хитай билән нефит вә тәбий газ һәмкарлиқи чоңқур дөләтләр иди.

Чин гаң, мухбирларни күтүвелиш йиғинида "җоңго мәсулийәтчан дөләт," дәп тәкитлигән болсиму, лекин у җоңгониң немишкә уруш җинайити садир қилиш билән әйибләнгән 4 нәпәр судан әмәлдариға хәвпсизлик кеңишиниң саяһәт имбаргоси қоюш қарарини рәт қилғанлиқиға җавап беришни халимиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.