Хитай һөкүмити кәспий хадимларни яллап, интернеттики муназириләргә арилашмақта
2005.05.19
Хитай һөкүмити кәспий хадимларни яллап, интернеттә пикир баян қилдуруш арқилиқ, хәлқниң талаш- тартиштики мәсилиләр һәққидики пикир йөнүлүшини өзгәртишкә урунмақта.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити хәлқниң интернеттә оттуриға қойған пикир йөнүлүшини өзгәртиш үчүн, мәхсус бир хизмәт гурупписи тәшкиллигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу хизмәт гурупписи нөвәттә җяңсу өлкисиниң сочйән шәһиридә туруп мәшғулат елип бармақта икән. Уларниң вәзиписи ентирнет тор бәтлиридики чайхана вә яки учур тахтилирида хитай һөкүмитигә пайдисиз пикирләр оттуриға чиққанда, һөкүмәтни ақлаш икән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, сочйән шәһәрлик партком тәшвиқат бөлүми, һөкүмәт хадимлириниң ичидин сиясәтни чүшинидиған һәмдә сиясий җәһәттин " ишәнчилик" болған кишиләрни таллап, бу хизмәткә қойған.
Нөвәттә хитайдики ентирнет қолланғучиларниң сани 100 милйондин ашқан болуп, сан җәһәттин дуняда иккинчи орунда туриду. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә интернеткә болған контроллуқ еғир болмақта
- Хитай һөкүмити сәзгүр тор бәтләрни тосимақта
- Хитай һөкүмити японийигә қарши мәзмунлар болған тор бәтләрни тосиди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң җәмийәт контроллиқи һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Хитай һөкүмити Google ингилиз тили хәвәр тор бетини пичәтлиди