Yahoo Бейҗиңниң өктичи мухбирни тутушиға ярдәмләшти дәп әйибләнди
2005.09.07
Баш штаби франсийидики чегрисиз мухбирлар тәшкилати чаршәнбә күни баянат елан қилип, америкидики Yahooинтернет ширкитиниң, хитайни учур билән тәминләп, интернеттә хитай һөкүмитиниң мәтбуатларни контрол қилишини тәнқид қилған бир мухбирниң тутулушиға йол ачқанлиқини билдүрди.
Мәзкур тәшкилат баянатида билдүришичә, мухбир шитав бу йил 4 - айда хитай һөкүмити тәрипидин "чәтәлгә дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш" җинайити билән әйиблинип, 10 йиллиқ кесилгән. Һалбуки Yahoo интернет ширкитиниң хоңкоңдики тармақ ширкити, хитай һөкүмитигә шитавниң тор бетидики хәт сандуқиниң адрисини тепип бәргән. Мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмити шитавниң електронлуқ хәт сандуқида сақланған хәт- чәкләргә асасән, униңға һөкүм елан қилған.
Yahoo Вә америкидики башқа чоң интернет ширкәтлиридин Google, Microsoft лар хитайдики базарни җиддий талашмақта. Әмма бу үч ширкәтниң һәммиси хитай һөкүмитиниң майиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн, өзиниң хитай тилидики издәш понкити вә тор бәтлиридики сәзгүр учурларни сүзмәктә дәп әйибләнмәктә.
Бу арида, Yahoo ширкитиниң хоңкоңдики баянатчиси, өзлириниң шитавниң мәсилиси үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай компютерчилири америка һөкүмитиниң компютерлириға һуҗум қилди
- Хитайда тор понкитлирини тизимға алдуруш тәләп қилинди
- Хитай һөкүмити кәспий хадимларни яллап, интернеттики муназириләргә арилашмақта
- Хитай һөкүмити сәзгүр тор бәтләрни тосимақта
- Хитай һөкүмити Google ингилиз тили хәвәр тор бетини пичәтлиди