Хитай интернетни контрол қилидиған йеңи бәлгилимиләрни чиқарди


2005.09.25

Шинхуа агентлиқи йәкшәнбә күни, хитай даирилириниң интернетни контрол қилидиған йеңи бәлгилимиләрни чиқарғанлиқи тоғрисида хәвәр бәрди. Гәрчә хәвәрдә һәр қайси бәлгилимиләр тоғрисида тәпсилий мәлумат берилсиму, әмма бу бәлгилимиләрниң, интернеттики барлиқ хәвәр вә учурларни өлчәмләштүрүш вә башқурушни асас қилип чиқирилғанлиқи билдүрүлгән.

Америка бирләшмә агентлиқи буниң, хитайниң күнсайин ешиватқан интернәткә чиққучиларни назарәт қилиш йолидики тиришчанлиқлириниң бир қисми икәнликини билдүрди.

Шинхуа агентлиқи, йеңи чиққан бәлгилимә бойичә пәқәт "дөләтниң сүпитини өстүрүшкә һәмдә иқтисад вә җәмийәт тәрәққиятиға пайдилиқ болған хәвәр вә учурлар" ниң интернәттә бесилишиға йол қойилидиғанлиқини язған. Хәвәрдә йәнә, дөләтниң бихәтәрлики вә мәнпәәтигә зиян йәткүзидиған учурларни тарқитидиған интернет понкитлириниң чәклинидиғанлиқи көрситилгән.

Хитайда интернәткә чиққучиларниң сани 100 милйондин ешип кәткән болуп, у, интернеткә чиққучилар саниниң көплүки җәһәттә дуня бойичә америкидин қалса иккинчи орунда туриду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.