Хитай һөкүмити интернеттә һәқсиз телефон урушни тосмақчи
2005.11.21
Хитай даирилири йеқинда америка техника ширкитидин интернеттики һәқсиз телифонни тосиялайдиған компйотер юмшақ диталини сетивалди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка Verso техника ширкити дүшәнбә күни хитайға, хәлқ ичидә интайин омомйүзлүк ишлитиватқан Skype қа охшаш һәқсиз интернет телефонини тосиялайдиған юмшақ детал сетип бәргәнликини ашкарилиған. Мәзкур ширкәтниң хитайға сетип бәргән синақ юмшақ дитали, компийотердин симлиқ телифонға вә компийотурдин компойотурға урғили болидиған һәқсиз телифонларни тосиялайдикән. Бу ширкәт херидарниң тәлипи бойичә, башқа тәпсилатларни ашкарилашни рәт қилған. Буниң алдида, бейҗиң сода гезитидә, хитайдики әң чоң телефон мулазимәт ширкити болған хитай телигираф ширкитиниң қол астидики қисмән ширкәтләрниң зор зиянға учрап тақилишқа мәҗбур боливатқанлиқи хәвәр қилинған иди. Униңда һәқсиз телефон мулазимәтлириниң ширкәтниң содисини касатлаштуриватқанлиқи көрситилгән.
Хәвәргә қариғанда, хитай даирилири нөвәттә бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗу вә шинҗинда һәқсиз интернет телефонлирини тосушни синақ қилмақта. Әгәр тосуш сестимисиниң үнүми көрүлсә, хитай телегираф ширкити бу йеңи техникини кейинки икки йил ичидә пүтүн мәмликәт миқясида орнутушни үмид қилмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитайни интернеткә болған контроллуқни тохтутушқа чақирди
- Хитайниң интернет хәвәрлирини контрол қилиш тәдбири америкиниң тәнқидигә учриди
- Хитай интернетни контрол қилидиған йеңи бәлгилимиләрни чиқарди
- Yahoo Бейҗиңниң өктичи мухбирни тутушиға ярдәмләшти дәп әйибләнди
- Хитай компютерчилири америка һөкүмитиниң компютерлириға һуҗум қилди